Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Юнус 1:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Шуниң билән кемичиләр қаттиқ вәһимигә чүшүп, һәр қайси өз илаһлириға ялвурди. Кемә йениклисун дәп улар кемидики жүкләрни деңизға ташлашти. Юнус у вақитта кеминиң астинқи бөлүмидә йетип, қаттиқ уйқиға кәткән еди.

Gade chapit la Kopi




Юнус 1:5
22 Referans Kwoze  

Һәммиси қосақ­ли­рини тойдурғандин кейин, кемичиләр кемини йениклитиш үчүн, кемидики буғдайларниму деңизға ташлавәтти.


Кейин шагиртларниң йениға келип: — Силәр техичә дәм елип ухлаватамсиләр? Инсан Оғлиниң гунакар­ларниң қолиға тапшурулидиған вақит-саати йетип кәлди.


У шагиртлириниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң йәнә үгдәп қалғанлиғини көрди. Чүнки улар көзлирини ачалмай қалған еди.


Жигит вақчә кәлгәчкә, уларниң һәммисини уйқа бесип ухлап қапту.


Кемичиләр бу вақиәни көргәчкә, Пәрвәрдигардин қаттиқ қорқушуп, Униңға қурванлиқ қилишти вә қәсәмләр беришти.


Шуниң билән улар Пәрвәрдигарға: — Әй Пәрвәрдигар, Сәндин өтүнимизки, бу адәмниң җениға замин болғанлиғимиздин бизни һалак қилмиғайсән. Бегуна адәмниң қенини төкүш гунайини бизниң үстимизгә жүклимигәйсән. Әй Пәрвәрдигар, буларниң һәммисини Өз ирадәң бойичә қилғансән, — дәп ялвурди.


Кемә башлиғи Юнусниң йениға келип, униңға: — Сән немишкә ухлап ятисән? Тур, Илаһиңға ялвур! Бәлким Униң бизгә нәзәри чүшәр, шундақ болса һалак болмаймиз, — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite