Бүгүн кечә бу йәрдә қалғин. Әтә сәһәрдә мән униң билән параңлишип, униң саңа туққанлиқ һәққини өтәшни халайдиған-халимайдиғанлиғини билип бақай. У өзиниң борчини ада қилип, сени әмригә алса яхши, бу иш шундақ болсун. Әгәр халимиса, Пәрвәрдигар алдида қәсәм қилимәнки, сени өзәм әмримгә елип, борчимни ада қилимән. Әнди сән таң атқичә бу йәрдә йетип тур! — деди.