Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Рут 4:14 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

14 Шәһәрдики аяллар Наомиға: — Пәрвәрдигарға һәмдусаналар болсун! У бүгүн сизгә таянч болидиған бир нәврә ата қилди. Униң нами Исраилда иззәт-аброй тапсун.

Gade chapit la Kopi




Рут 4:14
13 Referans Kwoze  

Худаниң униңға шун­чә чоң меһир-шәпқәт көрсәткәнлигини аңлиған холум-хошнилири вә уруқ-туққанлири униң билән бирликтә хошаллиққа чөмди.


Әгәр бир әзаға дәрт кәлсә, пүткүл әзалар тәң дәрт тартиду, бир әза қәдирләнсә, пүткүл әзалар тәң хошал болиду.


«Мән сениң уруқ-әвладиңни көпәйтип, Уларни бир чоң хәлиқ қилимән. Мән саңа бәхит ата қилип, намиңни улуқ қилимән. Шундақ қилип, кишиләр сән арқилиқ бәхит тапиду.


Қериндашлар, силәр үчүн Худаға һәр дайим шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Чүнки ишәнчиңлар барғансири күчийиватиду, бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму чоңқурлиши­ватиду.


Һәр қандақ әһвалда Худаға шүкүр ейтиңлар, чүнки мана булар Худаниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған силәргә қаратқан ирадисидур.


Хошал болғанлар билән биллә хошал болуңлар, қайғурғанлар билән биллә қайғуруңлар.


У йәнә һамилдар болуп, төртинчи оғлини туғди. У: «Әнди мән Пәрвәрдигарға мәдһийә ейтай», деди, шуңа балиниң исмини Йәһуда дәп қойди. Шуниңдин кейин у туғмиди.


мундақ деди: — Пәрвәрдигар, ғоҗайиним Ибраһим етиқат қилип кәлгән Худаға мәдһийиләр ейтилсун! У ғоҗайинимға меһриванлиқ көрситип вә қилған вәдисигә садиқ болуп, мени удул ғоҗайинимниң өз туққининиң йениға башлиди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite