Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Рут 4:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Дәрвазиниң йенидики ақсақаллар вә җамаәт: — Шундақ, биз гувадуримиз. Пәрвәрдигар Яқупниң аяллири Раһилә билән Леяһқа нурғун пәрзәнт бәргинидәк, аялиң Рутқиму көп пәрзәнт ата қилғай. Әфратада бай болғайсән, Бәйтләһәмдә иззәт-аброй тапқайсән.

Gade chapit la Kopi




Рут 4:11
24 Referans Kwoze  

Леяһ һамилдар болуп, бир оғул туғди. У: «Пәрвәрдигар мениң дәрдимни көрүпту, әнди йолдишим мени яхши көридиған болиду», деди. Шуңа у балиниң исмини Рубен дәп қойди.


«Әй Йәһудийә зиминидики Бәйтләһәм, Йәһудийә рәһбәрлириниң нәзәридә орнуң муһим. Чүнки сәндин чиққуси, Хәлқим исраилларниң Йетәкчиси», — дейишти улар.


Улар Рибәқаға бәхит тиләп, мундақ дуа қилди: «Әй сиңлимиз, миңлиған, он миңлиған инсанларниң аниси болғайсән! Әвлатлириң дүшмәнлириниң шәһәрлирини ишғал қиливалғай!» дейишти.


Башқа хитлар билән биллә шәһәр дәрвазисиниң алдида олтарған Әфрон көпчиликниң алдида:


Пәқәт таң атқандила Яқуп аялиниң Леяһ екәнлигини билди. У Лабанға: — Бу немә қилғиниңиз?! Мән Раһиләни дәп сизгә йәттә жил ишлидим. Мени немишкә алдидиңиз? — деди.


Лабанниң икки қизи болуп, чоңиниң исми Леяһ, кичигиниң исми Раһилә еди.


Леяһтин туғулғанлири: тунҗа оғли Рубен, андин Шимон, Лавий, Йәһуда, Иссакар вә Зәбулунлардур.


Раһиләдин туғулғанлири: Йүсүп вә Биняминдур.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite