7 Боаз йәп-ичип болғандин кейин, көңли азадә болуп раһәтләнди вә хаман догисиниң кәйнидә йетип, уйқиға кәтти. Рут тивиш чиқармай, Боазниң йотқининиң аяқ тәрипини ечип, шу йәрдә ятти.
Чоң зияпәтниң йәттинчи күни падиша шараптин кәйпи чағ болғинида, һозурида хизмәт қилидиған йәттә һәрәмъағисиға, йәни Мәһуман, Бизта, Һарбона, Биғта, Абағта, Зәтар, Кәркәсләргә
Муһими немә йәп, немә ичишиңлар, қандақла иш қилишиңлардин қәтъий нәзәр, уни пәқәт Худаниң улуқлиниши үчүн қилиңлар.
Йүсүп уларға өз дәстихинидин тамақ бөлүп бәрди. Биняминға болса, башқиларниңкидин бәш һәссә артуқ усуп бәрди. Улар Йүсүп билән биллә йәп-ичип, интайин хошал болушти.
Һарақ-шарап ичип мәс болуп жүрмәңлар. Чүнки бундақ қилиш адәмни жүгәнсизликкә елип бариду. Буниң орниға Муқәддәс Роһқа чөмүп, Униң йетәкчилигидә болуңлар.
Шуниң билән Рут хаманға берип қейинанисиниң дегинидәк қилди.
Түн йерими болғанда, Боаз туюқсиз ойғинип олтарди. У аяқ тәрипидә бир аялниң ятқинини көрүп, һәйран болуп: