Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Рут 2:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Рут етизда башақ териватқанда, Боаз Бәйтләһәмдин кәлди. У омичиларға: — Пәрвәрдигар силәргә яр болғай! — дәп салам бәрди. — Пәрвәрдигар сизгә бәхит ата қилғай! — дәп салам қайтурди уларму.

Gade chapit la Kopi




Рут 2:4
21 Referans Kwoze  

Аманлиқниң мәнбәси болған Рәббимиз һәр вақит һәр җайда силәр­гә аманлиқ ата қилғай. Рәббимиз һәммиңлар билән биллә болғай!


Җәбраил Мәрийәмниң алдиға берип: — Салам саңа, әй Худаниң шәпқитигә муйәссәр болған қиз. Рәббим саңа ярдур! — деди.


Рәббимиз силәр билән биллә болғай. Худаниң меһир-шәпқити силәргә яр болсун!


Дәрвазиниң йенидики ақсақаллар вә җамаәт: — Шундақ, биз гувадуримиз. Пәрвәрдигар Яқупниң аяллири Раһилә билән Леяһқа нурғун пәрзәнт бәргинидәк, аялиң Рутқиму көп пәрзәнт ата қилғай. Әфратада бай болғайсән, Бәйтләһәмдә иззәт-аброй тапқайсән.


Мән уни өз балилири вә әвлатлириға Мениң йолумни тутушни, дурус вә һәққаний болушни буйрисун, дәп таллидим. Шундақ қилса, Мәнму униңға бәргән вәдәм бойичә һәммә ишни қилип беримән».


Ғоҗайинлириму мәсиһий болса, қуллар: «Биз һәммимиз Худаниң аилисидики қерин­даш­ларғу», дәп уларға һөрмәтсизлик қилмисун. Әксичә ғоҗайинли­риға техиму яхши хизмәт қилсун. Чүнки уларниң яхши хизмитидин һөзүрли­нидиған ғоҗайинлар дәл Худаниң яхши көридиған бәнди­лиридур. Сән мәсиһийләргә бу тәлимләрни үгәткин вә тапилиғин.


Рут етизға берип, омичиларниң кәйнидин меңип, чүшүп қалған арпа башақлирини тәрди. Бу етиз дәл Боазниң еди.


Боаз омичиларға җавапкар кишидин: — Әву кимниң қизи екән? — дәп сориди.


Һәммигә қадир Худа саңа бәхит ата қилип, көп пәрзәнт берип, уларни нурғун милләт қилғай!


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite