16 Һәтта униң үчүн бағламлардин азирақ суғуруп чиқирип қоюңлар. Уни әйиплимәңлар, — дәп тапилиди.
Худаниң муқәддәс хәлқи арисидин еһтияҗи чүшкәнләргә ярдәм қилиңлар вә уларға меһмандост болуңлар.
Худа адаләтсиз әмәстур. У һәргиз силәрниң Униңға сиңдүргән әҗриңлар вә мәсиһийләргә қилип келиватқан хизмитиңлар арқилиқ көрсәткән меһир-муһәббитиңларни унтумайду.
Қериндишим, сениң мәсиһийләргә болған меһир-муһәббитиң маңа зор хошаллиқ вә илһам елип кәлди, чүнки сән мәсиһийләрниң роһини көтәрдиң.
Бирақ падиша уларға: «Билип қоюңларки, әң әрзимәс қериндашлиримдин болған буларниң бирәрсигә қилғиниңлар дәл Маңа қилғиниңлар болуп һесаплиниду», дәп җавап бериду.
Рут орнидин туруп йәнә башақ тәргили кәткәндә, Боаз әр омичилириға: — У бағланған бағламларниң арисида жүрүп тәрсиму уни тосимаңлар вә көңлини рәнҗитмәңлар.
Шуниң билән Рут кәч киргичә етизда башақ тәрди. У терип кәлгән арпа башақлирини соқуведи, йерим халтидәк дан чиқти.