10 Рут Боазниң алдида тизлинип, бешини йәргә тәккүзүп: — Немишкә мәндәк бир мусапирға илтипат көрситип, бунчивала ғәмхорлуқ қилисиз? — деди.
Рут униңға: — Ғоҗам, сиз маңа бәк чоң яхшилиқ қилдиңиз, гәрчә мән сизниң хизмәткарлириңиздин болмисамму, маңа шундақ мулайим сөзләрни қилип, көңлүмгә тәсәлли бәрдиңиз, — дәп җавап қайтурди.
Бир-бириңларни қериндашларчә сөйүп, өз ара қизғин болуңлар. Башқиларни өзәңлардин жуқури көрүп, уларни һөрмәтләңлар.
Яд әтти У мәндәк әрзимәс бир қулини. Әвлаттин әвлатқичә бәхитлик, дәп атилармән шундин бери,
Рәббимниң аниси болуш сүпитиң билән мени йоқлап келишиңгә мунасип әмәсмән.
Чүнки ач қалғинимда силәр Маңа йемәклик бәрдиңлар, уссиз қалғинимда уссилиқ бәрдиңлар, мусапир болуп жүргинимдә өз қойнуңларға алдиңлар,
Бир күни Рут Наомиға: — Етизға берип башақ теришимгә мақул болсиңиз, маңа илтипат көрситидиған бирәр адәмниң кәйнидә жүрүп, башақ терәй, — деди. — Мәйли, барғин қизим, — деди Наоми.
У бешини көтирип қариведи, удулида үч кишиниң өрә турғанлиғини көрдидә, шу һаман уларниң алдиға жүгрәп берип, йәргә иңишип, тазим қилип,
Омичилар қәйәрдә ома ориса, сән аяллар билән биргә шу йәргә барғин. Әр омичилиримға сени бозәк қилмаслиқни тапилаймән. Уссисаң, улар тошқузуп қойған комзәкләрдин су елип ичкин, — деди.
Боаз униңға: — Сән тул қалғандин кейин, қейинанаңға вападар болғанлиғиңни аңлидим. Сениң ата-анаң вә жутуңдин кетип, бу ят хәлиқ ичигә қандақ келип қалғанлиғиңдин толуқ хәвирим бар.
Наоми униңға: — Бунчивала көп арпини қәйәрдин терип кәлдиң? Сән кимниң етизида иш қилдиң? Саңа ғәмхорлуқ қилған шу кишигә Худа бәхит бәрсун! — деди. Рут қейинанисиға өзиниң Боазниң етизида ишлигәнлигини ейтип бәрди.