20 Наоми: — Мени Наоми [мәнаси «татлиқ»] демәй, Мара [мәнаси «аччиқ»] дәңлар! — деди. У йәнә уларға: — Һәммигә қадир Худа мени шор пешанә қилди.
Қаттиқ тәрбийә билән түзитилгән адәм түзитиш берилгән вақитниң өзидә хошал болмайду, көңли бузулиду. Бирақ кейин у бундақ түзитиш билән тавлинип, аманлиқ вә һәққанийлиқ йолида маңиду.
Мән бурун әҗдатлириң Ибраһим, Исһақ вә Яқупларға һәммигә қадир Худа болуп көрүндүм. Лекин Мән Өзәмни уларға «Мәңгү Бар Болғучи» дегән намим арқилиқ ашкарилимидим.
Һәммигә қадир Худа униң көңлигә инсап берип, Бинямин билән Шимонни силәргә қошуп қайтурғай. Мабада тәғдир балилиримни мәндин айривәтсә, амалим қанчә! — деди.
Ибрам тохсән тоққуз яшқа кәлгәндә, Пәрвәрдигар униңға көрүнүп: — Мән һәммигә қадир Худадурмән. Сән давамлиқ мениң йолумда меңип, әйипсиз адәм бол.
Шәһәрдә һеч қандақ ибадәтхана көрмидим, чүнки һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа вә Қоза шәһәрниң ибадәтханисидур.
Пәрвәрдигар Худа дәйдуки: «Баш вә Ахир Өзәмдурмән. Һазир вә әзәлдин Бар Болған һәм Мәңгү Бар Болғучимән, шундақла һәммигә қадирдурмән».
ахир Мараһқа йетип кәлди. У йәрниң сүйи аччиқ болуп, ичкили болматти. Шуңа у йәр Мараһ дәп аталди.