7 Шундақ қилсаңлар, Худаниң кишиләрниң ойлиғинидинму ешип чүшидиған тиничлиғи силәрниң қәлбиңларни вә ой-пикриңларни Әйса Мәсиһ арқилиқ тиничландуриду.
Силәргә аманлиқ қалдуримән, Өз аманлиғимни силәргә тәғдим қилимән. Мениң силәргә тәғдим қилғиним бу дунияниң адәмлириниң силәргә бәргинигә охшимайду. Көңлүңларни беарам қилмаңлар, қорқмаңлар.
Аманлиқниң мәнбәси болған Рәббимиз һәр вақит һәр җайда силәргә аманлиқ ата қилғай. Рәббимиз һәммиңлар билән биллә болғай!
Әйса Мәсиһ ата қилған теч-аманлиқ қәлбиңларни башқурсун. Чүнки силәр бир тәнниң әзалири болуп, бу инақлиқ ичидә яшашқа чақирилдиңлар. Һемишәм Худаға шүкүр ейтиңлар.
Һалбуки, Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшашниң беридиған мевилири меһир-муһәббәт, хошал-хорамлиқ, течлиқ-аманлиқ, сәвир-тақәт, меһриванлиқ, яхшилиқ, садиқлиқ,
Ишәнч йолида маңғиниңларда, үмүтниң мәнбәси болған Худа қәлбиңларни шат-хорамлиқ вә течлиқ-аманлиққа толтурғай! Буниң билән силәр Муқәддәс Роһниң күч-қудрити арқилиқ үмүткә толуп ташқайсиләр.
Буларни силәргә Мән арқилиқ аманлиқ тапсун, дәп ейттим. Бу дунияниң адәмлири силәрни азап-оқубәткә салиду. Амма ғәйрәтлик болуңлар, чүнки Мән бу дуния үстидин ғалибә қилдим!
Биз адәмниң гунакар тәбиити униң ой-пикирлирини башқурса, бу у адәмгә мәңгүлүк өлүм елип келиду. Амма у адәмниң ой-пикирлирини Муқәддәс Роһ башқурса, бу униңға һаятлиқ вә аманлиқ елип келиду.
Шуңа биз ишәнчимиз арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалинип, Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа билән инақ мунасивәттә болдуқ.
Чүнки Худаниң Падишалиғида йемәк-ичмәк қаидилиригә риайә қилип яшаш әмәс, бәлки һәққанийлиқ, инақлиқ вә Муқәддәс Роһ ата қилған шат-хорамлиқ ичидә яшаш муһимдур.
Мәнки Юһаннадин Асия өлкисидики йәттә мәсиһийләр җамаитигә салам! Һазир вә әзәлдин Бар Болған һәм кәлгүсидә Кәлгүчидин, Униң тәхтиниң алдидики йәттә роһтин,
Әң ахирида, қериндашлар, хошал-хорам болуңлар, ишәнчтә йетилгән адәм болуп чиқиш үчүн тиришиңлар. Несиһәтлиримни қобул қилип, бир нийәт, бир мәхсәттә инақ өтүңлар. Меһир-муһәббәт вә аманлиқ мәнбәси болған Худа силәр билән биллә болғай!
«Әң бүйүктики Худаға шан-шәрәпләр болсун! Униң йәр йүзидә йеқин көргән бәндилиригә аманлиқ болсун!» дейишти.
Мәндин үгәнгән, қобул қилған, аңлиған вә көргәнлириңларни әмәлий һәрикитиңларда көрситиңлар. Шундақ болғанда, хатирҗәмлик беридиған Худа силәр билән биллә болиду.
Мән бу хәтни һәммиңларға, йәни Худа меһир-муһәббәт көрсәткән вә У муқәддәс хәлқим, дәп чақирған силәр римлиқларға йезиватимән. Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!
Аманлиқ бәргүчи, йәни мәңгүлүк келишимниң қени арқилиқ қой падисиниң Баш Қойчиси болған Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргән Худа
Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңда чиң тут. Ғалибә қилғучиларға сақлақлиқ маннидин беримән. Уларға йәнә бирдин ақ таш вә бу ташларниң үстигә йезилған йеңи бир исимни, йәни буни қобул қилғучилардин башқа һеч ким билмәйдиған бир исимни беримән».
Әйса Мәсиһниң хизмәткари, Яқупниң иниси мәнки Йәһудадин Худа Атимиз тәрипидин чақирилған, Униң меһир-муһәббитигә еришкән, Әйса Мәсиһ тәрипидин қоғдап қелинғанларға салам.
Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!
Биз бу қураллар билән бемәна асассиз гәпләрни вә Худани тонушқа тосқунлуқ қилидиған һәр хил көрәң көз-қарашларни бит-чит қилимиз һәм кишиләрниң өз ой-пикирлирини Әйса Мәсиһкә беқиндуруп, Униңға бойсунуши үчүн, уларни қайил қилимиз.
Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Павлустин вә мән арқилиқ Тимотийдин Филипи шәһиридики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған муқәддәс хәлиққә, шундақла уларниң йетәкчилири вә хизмәтчилиригә салам.
Шуниңға охшаш силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, маңа ғәмхорлуқ қилған Худа Өзиниң мол байлиғи билән силәрниңму һәммә еһтияҗиңларни қандуриду.
Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған барлиқ муқәддәс хәлиққә салам. Мән билән биллә туруватқан қериндашлардинму силәргә салам.