Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Филипиликләргә йезилған хәт 4:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Һеч нәрсидин ғәм қилмаңлар. Әксичә һәр қандақ тәливиңлар болса, дуа-тилавәт арқилиқ Худадин тиләңлар вә шүкүр ейтиңлар.

Gade chapit la Kopi




Филипиликләргә йезилған хәт 4:6
45 Referans Kwoze  

Барлиқ ғәм-қайғулириңларни Худаға тапшуруңлар, чүнки У силәргә ғәмхорлуқ қилиду.


Силәр уларни доримаңлар. Чүнки асман­дики Атаңлар силәрниң еһтияҗиңларни силәр тәләп қилиш­тин авалла билиду.


Дуа қилишни тохтатмаңлар. Дуа қилғанда, пүтүн диққитиңлар билән дуа қилиңлар вә Худаға шүкүр ейтиңлар.


Һемишәм Муқәддәс Роһқа тайинип, илтимасиңларни ейтип дуа-тилавәт қилиңлар. Шундақла сәгәк туруп, барлиқ мәсиһийләр үчүн давамлиқ дуа қилип туруңлар.


Мәйли силәр немә дәңлар яки немә қилиңлар, һәммисини Рәббимиз Әйса­ниң наминиң улуқлиниши үчүн қилиңлар вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.


Һәзрити Әйса шагиртлириға бошашмастин, һемишәм дуа қилип туруш керәклиги тоғрисида йәнә бир тәмсил сөзләп бәрди:


Андин һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди: — Шуңа билип қоюңларки, турмушуңларға керәклик йемәк-ичмәк яки учаңларға кийидиған кийим-кечәктин ғәм қилмаңлар.


Әйса Мәсиһ ата қилған теч-аманлиқ қәлбиңларни башқурсун. Чүнки силәр бир тәнниң әзалири болуп, бу инақлиқ ичидә яшашқа чақирилдиңлар. Һемишәм Худаға шүкүр ейтиңлар.


Һәммә ишларда Рәббимиз Әйса Мәсиһ­ниң нами билән һемишәм Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.


Бирақ һәзрити Әйса униңға мундақ җавап бәрди: — Әй Марта, сән артуқ ишларға баш қатуруп аварә болуп жүрүва­тисән.


Бир адаләтсиз қази шундақ қилған йәрдә, Худа Өзидин кечә-күндүз ярдәм тилигән бәндилириниң дәрдигә йәтмәсму? Уларға қилидиған шапаитини кечиктүрәрму?


Сорақ қилинған вақтиңларда, қандақ җавап бериш яки немә дейиштин әндишә қилмаңлар. Чүнки у чағда қилидиған сөзлириңлар силәргә несип қилиниду.


Шундақ екән, йемәк-ичмәк, кийим-кечәк үчүн баш қатурмаңлар. Һеч неми­дин әнсиримәңлар.


Силәрму бизгә дуа қиливат­қанлиғиңлар сәвәвидин, биз үчүн қилинған техиму көп дуалар Худаға йетип, Худа бизни өлүм ховупидин қутулдуриду. Буниң билән көплигән кишиләр Худаға шүкүрләр ейтиду.


Ғәмсиз болушуңларни үмүт қилимән. Өйләнмигән әр Рәббимизни хурсән қилиш үчүн, Рәббимизниң ишлириниң ғемини қилиду.


Дунияниң ахирлишидиған күни йеқинлашмақта. Шуңа силәр еғир-бесиқлиқ вә сәгәклик билән дуа қилиңлар.


Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ адәмләргә тәмсил қилинғанки, бу адәмләр Худаниң сөзини аңлисиму, лекин көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқниң езиқтуруши киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.


Әгәр сән Худа тәрипидин чақирилғанда қул болған болсаң, өзәңниң қул болғанлиғиңдин қайғурма. Лекин әркин болалисаң, пурсәтни қолдин бәрмә.


Шуниң үчүн әтидин ғәм қилмаңлар. Әтиниң ғеми әтигә қалсун. Һәр күнниң дәрди шу күнгә йетиду.


Алди билән сәндин вә барлиқ мәсиһийләрдин пүткүл инсан үчүн Худадин тиләкләр тиләшни, Худаға дуа-тилавәт қилишни, башқи­лар үчүн мураҗиәт қилишни вә Худаға шүкүрләр ейтишни,


Ери өлүп кәткән егә-җақисиз тул аяллар үмүтини Худаға бағлиған болуп, улар кечә-күндүз дуа-тилавәттә болиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite