Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Филипиликләргә йезилған хәт 4:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Хуш пеилли­ғиңлар пүткүл инсанға аян болсун. Есиңларда тутуңларки, Рәббимиз­ниң келишигә аз қалди.

Gade chapit la Kopi




Филипиликләргә йезилған хәт 4:5
25 Referans Kwoze  

Шуңа билип қоюңларки, турмушуңларға керәклик йемәк-ичмәк яки учаңларға кийидиған кийим-кечәктин ғәм қилмаңлар. Һаятлиқ йемәк-ичмәктин, тән кийим-кечәктин көп әзиз әмәсму?


Мәсиһийләр һеч кимгә төһмәт қилмисун, җедәлхор болмисун, әксичә хуш пеил болсун. Һәр қандақ киши билән муамилә қилғанда һәқиқий кәмтарли­ғини көрсәтсун.


Чүнки Муқәддәс Язмиларда Худа мундақ дегән: «Кәлгүчи пат йеқинда келиду, кечикмәйду.


Дунияниң ахирлишидиған күни йеқинлашмақта. Шуңа силәр еғир-бесиқлиқ вә сәгәклик билән дуа қилиңлар.


Әмәлиятта бир-бириңлар үстидин давалишиш силәр үчүн чоң мәғлубийәттур. Ундақ қилиштин көрә, өз ара бәзи бир наһәқлиқкә учрисаңлар яки аз-тола алдансаңлар немә бопту?


Бәзиләрдәк мәсиһийләр җамаитидә җәм болуш вә Худаға ибадәт қилиштин баш тартмайли. Әксичә дайим җәм болуп, бир-биримизни илһамланду­райли. Болупму Әйса Мәсиһниң қайта келидиған күниниң аз қалған­ли­ғини билгән екәнмиз, техиму шундақ қилайли.


Әйса Мәсиһ мундақ деди: «Мана, пат йеқинда келимән! Бу китап­тики пәйғәмбәрлик сөзләргә әмәл қилғанлар нәқәдәр бәхитлик!»


Шуниң үчүн, әгәр йегән гөшүмиз түпәйли­дин бундақ билимни тонуп йәтмигән қериндишимизниң ишәнчи бузулғидәк болса, биз бу гөшни қәтъий йемәйла қояйли.


Шуниң үчүн әтидин ғәм қилмаңлар. Әтиниң ғеми әтигә қалсун. Һәр күнниң дәрди шу күнгә йетиду.


Мана буларға гувалиқ бәргүчи Әйса Мәсиһ мундақ дәйду: «Шундақ, пат йеқинда келимән!» «Амин! Кәл, я Рәббим Әйса!»


Әйса Мәсиһниң Роһи уларниң қәлбидә болуп, бу Роһ уларға Худа әвәтмәкчи болған Қутқазғучи чекидиған азап-оқубәтләр вә Униң бу азап-оқубәтләрни чәккәндин кейин еришидиған шан-шәриви тоғрисида алдин-ала мәлумат бәргән. Улар бу ишларниң қачан вә қандақ йүз беридиған­лиғи үстидә издәнгән.


Мусабиқигә чүшкән һәр бир тәнһәрикәтчи вақитлиқ мукапатқа егә болуш үчүн қаттиқ мәшиқ қилиду. Биз болсақ, мәңгү чиримайдиған мукапатқа егә болуш үчүн мәшиқ қилимиз.


әгәр силәр «Рәббимизниң қайтип келидиған күни йетип кәлди» дегән сөзни аңлисаңлар, һодуқуп кәтмәңлар, қорқупму кәтмәңлар. Бундақ сөзни қилғучилар мәйли уни Худадин кәлгән пәйғәмбәрлик сөздин яки башқиларниң тәлимидин аңлидуқ, яки болмиса бизниң намимизда йезилған хәтләрдин көрдуқ, десиму униңға ишәнмәңлар.


— Һошияр болуңлар! Әйш-ишрәт вә турмушниң ғәм-әндиши­лиригә берилип кәтмәңлар. Қиямәт күни силәргә гоя тосаттин бешиң­ларға ташланған тордәк кәлмисун.


Рәббимизни сөймигәнләргә ләнәт болсун. Әй Рәббимиз, кәл­гәйсән!


Силәр билән биллә болғанда муамилиси юмшақ, лекин биллә болмиғанда силәргә қарита қаттиқ қол дәп қаралған мәнки Павлус Әйса Мәсиһтәк мулайимлиқ вә рәһимдиллик билән силәрдин шуни өтүнүп тәләп қилимәнки,


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite