4 Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн һемишәм шат-хорам болуңлар. Йәнә тәкрарлаймәнки, шат-хорам болуңлар!
Үмүт ичидә шат-хорам яшаңлар, қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериңлар. Һәр вақит дуада болуңлар.
Әнди, қериндашлирим, силәр Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн шат-хорам болуңлар. Силәргә бурун ейтқан сөзләрни йәнә қайтилаш маңа аваричилиқ әмәс, чүнки бу сөзләр силәрниң қоғдилишиңлар үчүндур.
Шат-хорам болуңлар. Чүнки асманда силәр үчүн көп мукапат сақланмақта. Бурунқи пәйғәмбәрләрму мошундақ зиянкәшликләргә учриған.
Әксичә Әйса Мәсиһниң азап-оқубәтлиригә ортақ болғанлиғиңлардин хошал болуңлар. У шан-шөһрәт билән қайтип кәлгәндә, силәрму шат-хорамлиққа чөмисиләр.
Түн йеримиға йеқин, Павлус билән Силас Худаға дуа қилип, Худаға мәдһийә нахшилирини ейтивататти. Башқа мәһбуслар болса, қулақ селип аңлавататти.
Әлчиләр кеңәшмидин чиқип, Худаниң өзлирини һәзрити Әйсаниң нами үчүн хорлуқ азави чекишкә лайиқ көргәнлигидин интайин хурсән болушти.
Лекин мәйли аримиздики бири болсун яки асмандин чүшкән периштә болсун, биз силәргә йәткүзгән Хуш Хәвәргә охшимайдиған башқа бир «хуш хәвәрни» йәткүзсә, униңға ләнәт яғсун.
Қайғу-әләмдә болсақму, һемишәм шат-хораммиз. Намрат болсақму, нурғун кишиләрни роһий җәһәттә бай қиливатимиз. Һеч нәрсимиз йоқ болсиму, һәммигә егимиз.
Шуниңға охшаш, силәрму хурсән болуңлар һәм мән билән биллә шатлиққа чөмүңлар.