Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Филипиликләргә йезилған хәт 4:14 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

14 Шундақтиму силәр қийинчилиқлиримға ярдәм берип яхши қилдиңлар.

Gade chapit la Kopi




Филипиликләргә йезилған хәт 4:14
14 Referans Kwoze  

Яхшилиқ қилишни вә башқиларни өзимиздә бар болғандин тәң һөзүрләндүрүшни унтумайли. Чүнки Худа бундақ қурванлиқлардин хурсән болиду.


Мениң бундақ ойлишим тоғра дәп қараймән. Чүнки силәрниң мениң қәлбимдин алған орнуңлар наһайити муһим. Мәйли мән зинданда кишәнлинип ятқан вақтимда болсун яки сиртта Хуш Хәвәрни қоғдап, униңға гувалиқ бәргән вақтимда болсун, һәммиңлар мән билән биллә Худа­ниң илтипатидин тәң һөзүрләндиңлар.


Мәһбус мәсиһийләрниң дәрдигә ортақ болдуңлар. Мал-мүлкүңлар буланғандиму, кәлгүсидә техиму гөзәл, бақий байлиққа егә болидиғанлиғиңларни билгәчкә, хошаллиқ билән қобул қилдиңлар.


Худаниң сөзидин тәлим еливатқан киши өзигә тәлим бәргүчини өзидә бар болған яхши нәрсиләр билән һөзүрләндүрсун.


Уларға башқиларға яхшилиқ қилишни вә хәйир-сахавәт­лик ишларни көп қилишни, мәрт вә қоли очуқ болушни буйруғин.


Мән силәрниң маңа әвәткән барлиқ соғаңлар­ни тапшуру­валдим. Бу мениң еһтияҗимдин ешип кәтти, әлвәттә. Епафродит арқилиқ әвәткән соғаңларни елип, һәммә нәрсәм техиму толуқлинип кәтти. Бу соғаңлар худди хуш пурақлиқ көйдүрмә қурван­лиқтәк Худани хурсән қилиду.


Ғоҗайин униңға: «Наһайити яхши! Сән яхши вә ишәнчлик чакар екәнсән! Мән саңа һавалә қилған кичик ишта ишәнчлик болуп чиққанлиғиң үчүн, сени чоң ишларға қойимән. Кәл, ғоҗайиниңниң хошаллиғиға җор бол!» дәпту.


Улар бу ишни өз ихтияри билән қилди. Әмәлиятта бу уларниңму қәрзи еди. Чүнки йәһудий әмәсләр йәһудийларға хас болған роһий җәһәттики бәхиттин һөзүрләнгән екән, ундақта йәһудий қериндашлиримизму уларниң маддий җәһәттики ярдимигә еришишкә лайиқтур.


Мән қериндишиңлар Юһаннамән. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн азап-оқубәткә, Худаниң Падишалиғиға вә сәвир-тақәткә ортақмиз. Худаниң Сөзи вә Әйса Мәсиһниң қилған гували­ғини тарқатқанлиғим үчүн, бир мәзгил Патмос арилида мәһбус болуп туруп қалғандим.


Бәзидә хәлқиаләм алдида һақарәт вә харлинишларға учридиңлар. Бәзидә өзәңларға охшаш муамилигә учриғанлар тәрәптә турдуңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite