Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Филипиликләргә йезилған хәт 4:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Буни бирәр еһтияҗим түпәйлидин ейтиват­қиним йоқ, чүнки мән һәр қандақ әһвалда бариға қанаәт қилишни үгинивалдим.

Gade chapit la Kopi




Филипиликләргә йезилған хәт 4:11
13 Referans Kwoze  

Мән қәтъий шундақ қараймән­ки, Рәббим Әйса Мәсиһни тонушниң әвзәллиги алдида һәр қандақ иш қәдирсиздур. Әйса Мәсиһни тонуп йетишим һәм Униңға зич бағлинишим үчүн, һәммини ташлавәттим һәм уларни әхләт, дәп қараймән. Әнди мениң һәққаний адәм дәп җакали­нишим Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ болди. Чүнки бу һәққанийлиқ ишәнч арқилиқ Худадин кәлди.


Худа силәрниң еһтияҗиңларни қандурушқа қадирдур. Шундақ болғачқа, һәр дайим, һәр қандақ әһвал астида еһтияҗиңлар қандуру­луп, башқиларға хәйир-сахаһәтлик болалайсиләр.


Қайғу-әләмдә болсақму, һемишәм шат-хораммиз. Намрат болсақму, нурғун кишиләрни роһий җәһәттә бай қиливатимиз. Һеч нәрсимиз йоқ болсиму, һәммигә егимиз.


Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нәқәдәр меһир-шәпқәтлик екәнлигини билисиләр. Гәрчә у бай болсиму, силәр үчүн намрат болди. Мәхсәт, Өзи намрат болуш арқилиқ силәрни роһий җәһәттин бай қилиш еди.


Мәһбус мәсиһийләрниң дәрдигә ортақ болдуңлар. Мал-мүлкүңлар буланғандиму, кәлгүсидә техиму гөзәл, бақий байлиққа егә болидиғанлиғиңларни билгәчкә, хошаллиқ билән қобул қилдиңлар.


Хизмитимни тиришип-тирмишип ишлидим. Талай кечиләрни уйқисиз өткүздүм, ачлиқ вә уссизлиқниң дәрдини тетидим. Йәйдиғанға тамақ, кийиди­ғанға кийим тапалмай, ач-ялиңач қалдим.


Бәзи ләшкәрләрму униңдин: — Бизчу? Қандақ қилишимиз керәк? — дәп сорашти. Йәһия пәйғәмбәр уларға: — Башқиларниң пулини зорлуқ яки төһмәтләр билән еливал­маңлар. Иш һәққиңларға рази болуңлар, — деди.


Андин у Худаға қәсәм қилип: — Әгәр Сән маңа яр болуп, сәпиримдә мени қоғдап, маңа йемәк-ичмәк, кийим-кечәк йәткүзүп берип,


Муса Рәулниң тәкливини қобул қилди вә уларниң йенида туруп қалди. Рәул қизи Зипорәни униңға хотунлуққа бәрди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite