Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Филипиликләргә йезилған хәт 3:17 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

17 Қериндашлар, мени үлгә қилиңлар, шундақла силәр бизни үлгә қилған кишиләрдинму үгиниңлар.

Gade chapit la Kopi




Филипиликләргә йезилған хәт 3:17
15 Referans Kwoze  

Мәндин үгәнгән, қобул қилған, аңлиған вә көргәнлириңларни әмәлий һәрикитиңларда көрситиңлар. Шундақ болғанда, хатирҗәм­лик беридиған Худа силәр билән биллә болиду.


Шуниң үчүн силәрниң мени үлгә қилишиңларни өтүнимән.


Силәргә аманәт қилинған бу мәсиһийләр җамаитиниң һөкүмрани болувалмаңлар, әксичә бу җамаәткә үлгә болуңлар.


Бундақ қилишимиз, силәрдин ярдәм сорашқа һәқлиқ болмиғанлиғимиздин әмәс, бәлки силәргә яхши үлгә қалдуруш үчүн еди.


Худаниң сөзини силәргә йәткүзгән йетәкчиләрни есиңларда тутуңлар. Уларниң һаятиниң нәқәдәр яхши мевиләрни бәргәнлигини әсләп, улар­ниң ишәнчидин үлгә елиңлар.


Башқилар сени яш дәп саңа сәл қаримисун. Сән сөзлириңдә, әмәлиятиңда, меһир-муһәббәт, ишәнч вә паклиқта мәсиһийләргә үлгә бол.


Биздин қандақ үлгә елишиңлар керәклигини өзәңлар билисиләр, чүнки биз силәр билән биллә болғанда һорунлуқ қилип, лағайлап жүрмигәндуқ.


Башқиларни, мәйли улар йәһудийлар, йәһудий әмәсләр яки Худаға мәнсүп җамаәттики мәсиһийләр болсун, гунаға башлайдиған ишни қилмаңлар.


Әгәр ушбу хетимиздики сөзләрни қобул қилмайдиғанлар болса, улардин һәзәр әйләңлар, уларни уялдуруш үчүн улар билән арилашмаңлар.


Силәр биздин, шундақла Рәббимиздин үлгә алдиңлар. Чүнки силәр еғир қийинчи­лиқларға қаримай, Муқәддәс Роһ ата қилған шат-хорамлиқ ичидә Худаниң сөзини қобул қилдиңлар.


Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә зит тәлим бериш билән араңларда бөлүнүш вә ишәнчиңларда тәвриниш пәйда қилидиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин жирақлишиңлар.


Мән Әйса Мәсиһни өзәмгә үлгә қилғинимдәк, силәрму мени өзәң­ларға үлгә қилиңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite