Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Филипиликләргә йезилған хәт 3:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 вә немә болушидин қәтъий нәзәр өлүмдин Худа вәдә бәргән тирилишкә йетиштур.

Gade chapit la Kopi




Филипиликләргә йезилған хәт 3:11
17 Referans Kwoze  

Бу дәсләпки тирилиш еди. Өлүкләрниң қалғанлири миң жил тошмиғичә тирилмәтти.


Бизниң хәлқимизниң он икки қәбилисидики пүтүн қериндашларму кечә-күндүз Худаға ибадәт қилип, Униң уларға қилған дәл мошу вәдисини әмәлгә ашурушини интизарлиқ билән күтүп кәлди. Әй хан, йәһудийларниң мениң үстүмдин шикайәт қилиши, дәл мана шу үмүт билән мунасивәтлик.


Павлус бу бир топ кишиләрниң ичидә бәзилири садуқий диний еқими­дикиләр, йәнә бәзилири пәрисий диний еқимидикиләр екәнли­гини билип, уларни талаш-тартишқа селиш үчүн алий кеңәшмидә жуқури аваз билән: — Қериндашлар, мән болсам пәрисийләрдин болимән вә бир пәрисийниң оғлимән! Мән өлгәнләрниң қайта тирилишини үмүт қилғанлиғим үчүнла бүгүн бу йәрдә сораққа тартиливатимән! — дәп вақириди.


Ишәнчи сәвәвидин бәзи аяллар өлүп кәткән уруқ-туққанлирини өлүмдин қайтурувалди. Бәзи кишиләр болса кәлгүсидә өлүмдин тирилип техиму яхши бир һаятлиққа еришиш үчүн, искәнҗиләргә бәрдашлиқ берип өлүшкә рази болдики, ишәнчидин ваз кечип зиндандин азат болушни халимиди.


Һәр қандақ адәм һәр қандақ усул билән силәрни алдап кәтмисун. Чүнки ахир заманда Худаға қарши чоң топилаң йүз бәрмигичә вә мәңгүлүк һалакәткә мәһкүм қилинғучи, йәни «Худаға қарши чиққучи» ашкариланмиғичә, бу күн йетип кәлмәйду.


Шу сәвәптин тақитим тақ болуп, ишәнчиңларниң зади қандақ екәнлигини билиш үчүн, Тимотийни йениңларға әвәткән едим. Мән шәйтанниң силәрни аздуруши вә буниң билән бизниң силәргә сиңдүргән әҗримизниң бекарға кетишидин әнсиригән едим.


Бирақ Һава аниниң һелигәр илан тәрипидин аздурулғинидәк, силәрниңму сахта әлчиләр тәрипи­дин аздурулуп, Әйса Мәсиһкә болған сәмимий вә пак қәлбиңларниң булғинишидин әнсирәймән.


Хуш Хәвәрни йәткүзүп болғандин кейин, Худаниң алдида мукапатқа еришишкә лайиқ әмәс болуп қалмаслиғим үчүн, тенимни етиқат йолида яшашқа қаттиқ көндүрүп, өзәмни тизгин­ләватимән.


Худа тоғрисидики билимни тонуп йәтмигәнликтин виждани асанла азаплинидиған мәсиһийләрниң арисида уларға охшаш яшавати­мән. Бундақ қилишимдики мәхсәт, уларниң ишәнч­ини мустәһкәм­ләштур. Барлиқ чариләрни ишлитип техиму көп киши­ләр­ниң қутқузу­луши үчүн, мәйли мән қандақла кишиләрниң арисида болай, Худа мәнъий қилмиғанла болса, шу кишиләрниң адәтлири бойичә яшаймән.


Буниң билән бәлким Хуш Хәвәрни рәт қилған җан-җигәрлирим исраилларниң көрәлмәслик отлирини қозғап, уларниң бәзилирини қутқузулуш йолиға башлалармән.


Марта: — Қиямәт күни униң җәзмән тирилидиғанлиғини билимән, — деди.


Буниң билән бәхитлик болисиз, чүнки у кишиләрниң яхшилиғиңизни қайтуруш мүмкинчилиги йоқ. Лекин Худа һәққаний кишиләрни қайта тирилдүргәндә, бу яхшилиғиңизни Өзи қайтуриду.


Униң үстигә бу йәрму қишлап қелишқа мувапиқ җай әмәс еди. Шуңа көпчилик сәпәрни давамлаштуруп, мүмкин қәдәр Феникс шәһиригә йетивелип шу йәрдә қишлашни қувәтлиди. Чүнки Крит арилидики бу яхши порт шәһиригә пәқәт шәрқий-җәнуп вә шәрқий-шимал шамили тегидиған болуп, у шәһәр қишлашқа наһайити мувапиқ җай еди.


Бирақ һәр бир адәмниң өз новити бар. Алди билән капаләтчи болған Әйса Мәсиһ тирилди, андин кейин Әйса Мәсиһ қайта кәлгәндә, Униңға мәнсүп болғанлар тирилиду.


Һазир һәққанийлиқ таҗи мени күтүп туриду. Уни адил сорақ қилидиған Рәббимиз қайта кәлгәндә, маңа кийдүриду. Шундақла уни ялғуз маңила әмәс, Униң қайта келишини интизарлиқ билән күтүп турғанларниң һәммисигә кийдүриду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite