Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Филипиликләргә йезилған хәт 3:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Әнди, қериндашлирим, силәр Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн шат-хорам болуңлар. Силәргә бурун ейтқан сөзләрни йәнә қайтилаш маңа аваричилиқ әмәс, чүнки бу сөзләр силәрниң қоғдили­шиңлар үчүндур.

Gade chapit la Kopi




Филипиликләргә йезилған хәт 3:1
46 Referans Kwoze  

Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн һемишәм шат-хорам болуңлар. Йәнә тәкрарлаймәнки, шат-хорам болуңлар!


Буниң биләнла қалмай, бизни Худа билән яраштурған Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа билән болған йеңи мунасивитимиздиму шат-хорам болимиз.


Қериндашлар, һәр хил синақларға дуч кәлгәндә, уни зор хошаллиқ дәп билиңлар.


Әксичә Әйса Мәсиһниң азап-оқубәтлиригә ортақ болғанлиғиңлардин хошал болуңлар. У шан-шөһрәт билән қайтип кәлгәндә, силәрму шат-хорамлиққа чөмисиләр.


Қериндашлирим, сөзүмниң ахирида шуни ейтимәнки, һәқиқий, махташқа әрзийдиған, адил, пак, гөзәл, шәрәплик, әхлақ-пәзиләтлик вә мәдһийиләшкә сазавәр һәр қандақ ишларға көңүл қоюңлар.


Жиғинчақлап ейтқанда, һәммиңлар бир нийәт, бир мәхсәттә болуңлар, бир-бириңларға һисдашлиқ қилиңлар, бир-бириңларни қериндашларчә сөйүңлар, меһриван вә кәмтар болуңлар.


Әң ахирида, қериндашлар, хошал-хорам болуңлар, ишәнчтә йетил­гән адәм болуп чиқиш үчүн тиришиңлар. Несиһәтлиримни қобул қилип, бир нийәт, бир мәхсәттә инақ өтүңлар. Меһир-муһәббәт вә аманлиқ мәнбәси болған Худа силәр билән биллә болғай!


Қәдирлик қериндашлар, һазир силәргә йезиватқиним иккинчи хетимдур. Һәр икки хетимдә бу ишларни ядиңларға селип, силәрни тоғра пикир қилишқа йетәкләшкә тириштим.


Ахирида мән силәрниң Рәббимизгә вә Униң зор қудритигә тайинип, күчлүк болушуңларни тиләймән.


Қутқузғучим Худа қилди хурсән дилимни,


Худаниң нәзәридә һәқиқий хәтнә қилинғанлар улар әмәс, бәлки бизләр. Чүнки биз Муқәддәс Роһқа тайинип, Худаға ибадәт қилип, Әйса Мәсиһ билән махтинимиз. Биз қилчиму хәтнигә вә өзимиз сиңдүргән әҗиргә таянмаймиз.


Шат-хорам болуңлар. Чүнки асманда силәр үчүн көп мукапат сақланмақта. Бурунқи пәйғәмбәр­ләрму мошундақ зиянкәшликләргә учриған.


Қериндашлар, ахирида биз йәнә шуни демәкчимизки, Худани хурсән қилиш үчүн қандақ яшаш керәклигини биздин үгинивал­диңлар һәм силәр әмәлиятиңлардиму биздин үгәнгиниңлар бойичә шундақ яшаватисиләр. Әнди Худани хурсән қилишқа техиму тириши­шиң­ларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән сораймиз.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite