Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Филипиликләргә йезилған хәт 2:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Һәр қандақ ишта шәхсийәтчилик вә қуруқ шөһрәткә берилмәңлар. Әксичә кәмтар болуп, башқиларни өзәңлардин үстүн көрүңлар.

Gade chapit la Kopi




Филипиликләргә йезилған хәт 2:3
24 Referans Kwoze  

Бир-бириңларни қериндашларчә сөйүп, өз ара қизғин болуңлар. Башқиларни өзәңлардин жуқури көрүп, уларни һөрмәтләңлар.


Тәкәббурлуқ қилмайли, бир-биримизни рәнҗитмәйли, бир-биримизгә көрәлмәслик қилмайли.


Әйса Мәсиһкә чоңқур һөрмитиңлар бар болғанлиқтин, бир-бириңларға бойсунуңлар.


Силәр һемишәм кәмтар, мулайим, сәвирчан болуп, меһир-муһәббитиңлар билән бир-бириңларға кәң қосақ болуңлар.


Әй жигитләр, силәрму йетәкчиләргә бойсунуңлар. Һәммиңлар бир-бириңларға кәмтар болуңлар, чүнки Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Худа қаршидур тәкәббурларға, меһир-шәпқәт қилар кәмтарларға».


Һәр қандақ иш қилғанда рәнҗимәңлар, такаллашмаңлар.


Лекин пәхәс болуңларки, бир-бириңларни чишләп тартип жүрсәңлар, өзәңларниму вәйран қилисиләр.


Бундақ кишиләр тәкәббур, һеч немә чүшәнмәйдиған кишиләрдур. Улар ғоға чиқириш вә гәп талишишқа интайин амрақ. Бундақ ишлар башқиларниң арисида көрәлмәслик, җедәл-маҗра, төһмәт, гуманхорлуқ


Аңлап қоюңларки, Худаниң нәзәридә бу иккисидин һелиқи пәрисий әмәс, бәлки баҗгир кәчүрүмгә еришип өйгә қайтипту, чүнки Худа өзини үстүн тутқанни төвән қилиду, өзини төвән тутқанни үстүн қилиду.


Әнди бундақ яман ишларниң һәммисини ташлаңлар. Ғәзәпли­ниш, аччиқлиниш, яман нийәттә болуш, төһмәт қилиш яки әдәпсиз гәп-сөзләрни қилиштәк яман ишлардин жирақ туруңлар.


Йениңларға барғинимда, силәрниң күткән йеримдин чиқмай қелишиңлардин, шуниң билән мениң силәргә болған муамиләмниңму силәрниң күткән йериңлардин чиқмай қелишидин әнсирәймән. Силәрдә җедәлхорлуқ, көрәлмәслик, ғәзәплиниш, шәхсийәтчилик, төһмәтхорлуқ, ғевәтчилик, тәкәббурлуқ вә паракәндичиликләрниң болушидин әнсирәймән.


Чүнки силәр техичә гунаниң илкидә яшаватисиләр. Араңлардики көрәлмәслик вә җедәл-маҗраларниң болуши буни испатлимамду? Бу йәнә силәрниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болмиған кишиләрдәк яшаватқиниңларни көрсәтмәмду?


Мән әлчиләрниң арисидики әң әрзимәс әлчимән һәм Худаниң җамаитигә зиянкәшлик қилғанлиғим үчүн, әлчи дәп атилишқиму лайиқ әмәсмән.


Әйш-ишрәт вә шарапхорлуққа, җинсий әхлақсизлиқ вә бузуқчилиқ, урушқақлиқ вә көрәлмәсликкә берилмәңлар. Йоруқлуқтики кишиләрдәк пак һаят кәчүрүңлар.


Лекин һәқиқәтни рәт қилип, яманлиққа әгәшкән шәхсийәтчиләргә У ғәзәп-нәпрәт яғдуриду.


Худа силәрни сөйүп, «Өзәмгә атиған хәлқим» дәп таллиған екән, рәһимдил, меһриван, кәмтар, мулайим вә сәвирчан болуңлар.


Жиғинчақлап ейтқанда, һәммиңлар бир нийәт, бир мәхсәттә болуңлар, бир-бириңларға һисдашлиқ қилиңлар, бир-бириңларни қериндашларчә сөйүңлар, меһриван вә кәмтар болуңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite