Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Филипиликләргә йезилған хәт 2:29 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

29 Шуңа уни қериндишиңларни күтүвалғандәк хошал-хорамлиқ билән күтүвалғайсиләр һәм бундақ кишиләрни һөрмәтлигәйсиләр.

Gade chapit la Kopi




Филипиликләргә йезилған хәт 2:29
21 Referans Kwoze  

Мәсиһийләр җамаитини яхши башқуридиған йетәкчиләр, болупму Худаниң сөзини йәткүзүш вә тәлим бериштә әҗир сиңдүр­гән кишиләр чоқум чоңқур һөрмәткә сазавәр болуши вә униңға лайиқ һәқ елиши керәк.


Қериндашлар, араңларда җапалиқ ишләватқан вә Рәббимизниң йолида силәргә йетәкчилик қилип несиһәт қиливатқанларни қәдирли­шиңларни сораймиз.


Улар силәрни роһландурғандәк, мениң қәлбимниму роһландурди. Бундақ кишиләрни қәдирләңлар.


Силәр уни Рәббимизгә мәнсүп дәп қарап, Худаниң муқәддәс хәлқидә болушқа тегишлик қизғинлиқ билән күтүвалғайсиләр. Униң силәрдин күткән һәр қандақ еһтияҗиға ярдәм қилғайсиләр, чүнки у нурғун кишиләр­гә, шуниңдәк маңиму чоң ярдәм қилған.


Чүнки өз-өзини махтайди­ған әмәс, бәлки Рәббимизниң махтишиға муйәссәр болған киши һәқиқий махташқа әрзийду.


Тимотий йениңларға берип, силәр билән биллә турғанда, униң қорқмай, әркин-азадә болушиға көңүл бөлүңлар. Чүнки уму маңа охшаш, Рәббимиз үчүн хизмәт қиливатиду.


Шуниң үчүн мән барғанда, униң қилған әскиликлирини йүзигә салимән. У бизгә яман сөзләр билән һуҗум қиливатиду. У буниң биләнла чәклинип қалмай, Әйса Мәсиһниң хизмитини қилиш үчүн кәлгән қериндашлиримизниму қобул қилмайватиду. Һәтта бу қериндашлиримизни қобул қилмақчи болған кишиләрни тосап, уларни җамаәттин қоғлап чиқириватиду.


Йетәкчилириңларға бойсунуңлар. Уларниң сөзини аңлаңлар. Чүнки улар өз хизмитидин Худаға һесап бәргәчкә, һемишәм силәргә агаһ болуп туриду. Уларниң хизмитиниң ғәм-әндишә билән әмәс, хошал-хорамлиқ билән елип берилиши үчүн, уларниң гепигә кириңлар.


Мән билән биллә зинданда йетиватқан бурадирим Аристархус, шундақла Барнабаниң җийәни Маркустин силәргә салам. (Әгәр Маркус йениңларға берип қалса, уни тапилиғинимдәк күтүвелиң­лар.)


Қәлбиңлардин бизгә орун бериңлар. Биз һеч кимгә наһәқлиқ қилми­дуқ, һеч кимни ишәнч йолидин аздурмидуқ, һеч қачан өзимиз­ниң мәнпийитини көзлимидуқ.


Хуш Хәвәр йәткүзгүчиләр әвәтилмисә, Хуш Хәвәр қандақ йәткүзүл­сун? Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Хуш Хәвәрни йәткүзгәнләр­ниң қәдими нәқәдәр мубарәк һә!»


Улар бизни һөрмәтләп, нурғун соғи­ларни әкелишти. Үч айдин кейин, бу йәрдин кетидиған вақтимизда, бизни йолда лазим болидиған керәк нәрсиләр билән тәминлиди.


Шуниң билән шу шәһәрдики кишиләр чоңқур хошаллиққа чөмди.


Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлисиға кирип, ибадәт қилишатти. Өйлиридиму хошал-хорамлиқ вә ақ көңүллүк билән бир-бирини меһман қилишип, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн нанни бөлүшүп йейишәтти.


Йәнә шуни билип қоюңларки, Мән әвәткән һәр қандақ бир кишини қобул қилғанлар Мени қобул қилған болиду. Мени қобул қилғанлар болса, Мени Әвәткүчи Худани қобул қилған болиду.


Әгәр бирәр йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса, у йәрдин кәткиниңларда уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар, — деди.


Мана шуниң үчүн силәрниң униң билән қайта көрүшүп хурсән болушуңлар үчүн, уни тезла йолға салмақчимән. Шундақ қилсам, мән силәрдин көп әнсир­мәй­диған болимән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite