Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Филипиликләргә йезилған хәт 2:21 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

21 Башқилар өз ишли­ринила ойлап, Әйса Мәсиһни хурсән қилидиған ишларға анчә көңүл бөлмәйватиду.

Gade chapit la Kopi




Филипиликләргә йезилған хәт 2:21
19 Referans Kwoze  

Һәр ким пәқәт өз мәнпийитинила әмәс, башқиларниңму мәнпийитини көзлисун.


Кейин һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди: — Кимду-ким Маңа әгишишни халиса, өз хаһишидин ваз кечип, өзиниң чапрас яғичини көтирип, Маңа әгәшсун!


Өз мәнпийи­тиңларнила әмәс, башқиларниң мәнпийитиниму ойлаңлар.


У чағда инсан­лар өзинила ойлайдиған, пулпәрәс, махтанчақ, тәкәббур вә күпүрлүк қилидиған, ата-анисиниң сөзини аңлимайдиған, вапаға җапа қилидиған, Худаға бепәрвалиқ қилидиған,


Өзәмму силәргә дегәнлирим бойичә иш қилимән. Мән һәр қайси җәһәттин һәммә адәмни хурсән қилишқа тиришимән. Чүнки мән өз мәнпийитим үчүн әмәс, бәлки көпчиликниң қутқузулуши үчүн уларниң мәнпийитини көзләймән.


Меһир-муһәббәт әдәпсизлик қилмайду, шәхсий мәнпийәтни көзлимәйду, асан аччиқланмайду вә адавәт сақлимайду.


— Маңа әгәшкәнләр Мени ата-аниси, бала-җақиси, ака-укилири, ача-сиңиллири, һәтта өз җенидинму әзиз көрмисә, Мениң шагиртим болушқа лайиқ әмәс.


Чүнки қериндишимиз Кириски Галатия өлкисигә, Титус Далматия өлкисигә кәтти. Демас болса, бу дунияниң ишлириға берилип кәткәнлиги үчүн мени ташлап, Салоника шәһиригә кәтти.


Биз Әйса Мәсиһ үчүн көп азап-оқубәт чәккән болсақ, У арқилиқ йәнә көп тәсәллиму тапимиз.


Биринчи қетим сотланғинимда маңа ярдәм қилидиғанлар чиқми­ди, әксичә һәммиси мени ташлап кәтти. Худа уларни кәчүрүм қилғай.


Бирақ Павлус буни дана пикир әмәс дәп қариди. Чүнки Маркус алдинқи қетим улар билән биллә ишләшни давамлаштурмай, Памфилийә өлкисидә улардин айрилип кәткән еди.


Павлус билән униң һәмралири кемигә олтирип, Пафостин Памфи­лийә өлкисиниң Пәргә шәһиригә барди. У йәрдә Юһанна (Маркус) улардин айрилип Йерусалимға қайтти.


Аңлиғиниңдәк, Асия өлкисидики мәсиһийләрниң һәммиси деги­дәк мени ташлавәтти. Уларниң арисида Фигел вә Ермогенму бар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite