Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Филипиликләргә йезилған хәт 2:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Шуңлашқа, әзиз қериндашлирим, мән араңлардики вақтимда һемишәм сөзүмни аңлиғиниңлардәк, силәрдин айрилған мошу вақит­лардиму сөзүмни техиму яхши аңлаңлар. Худадин қорқуп вә Уни чоңқур һөрмәтләп, Худа силәрни қутқузғанда ата қилған йеңи һаятни турмушуңларға өзләштүрүшкә тиришиңлар.

Gade chapit la Kopi




Филипиликләргә йезилған хәт 2:12
41 Referans Kwoze  

Шуниң үчүн, қәдирлик қериндашлирим, ишәнчиңларда тәврән­мәй, чиң туруңлар. Рәббимизгә әстайидиллиқ билән хизмәт қилиңлар. Рәббимиз үчүн қилған хизмитиңларниң һәргиз бекар кәтмәйди­ған­лиғини чүшиниңлар.


Шуңа Худаға әйнә шу исраиллардәк бойсунмаслиқ қилип, жиқилип чүшмәс­­ли­гимиз үчүн, һәр биримиз бу арамлиқтин һөзүрлинишкә тири­шайли.


Қәдирлик қериндашлирим, силәр бу дунияда пәқәт мусапир вә меһмансиләр. Шуңа силәрдин өтүнүп сораймәнки, өзәңларни силәр билән қаршилишидиған яман һәвәсләрдин тутувелиңлар.


Мулайим вә кәмтармән. Шуңа Мениң боюнтуруғумға кирип, Мәндин үгиниңлар. Шундақ қилғанда, көңлүңлар арам тапиду.


Немә болушидин қәтъий нәзәр, әмәлий һәрикитиңлар Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәргә лайиқ болсун. Шундақ болғанда, мәйли мән йениңларға берип, силәр билән дидар көрүшәй яки мошу йәрдә туруп, силәрниң әһвалиңлардин хәвәрдар болай, силәрниң бир нийәт, бир мәхсәттә қәтъий тәврәнмәй, бу Хуш Хәвәр елип келидиған ишәнч үчүн бирликтә күрәш қиливатқанлиғиңларни биләләймән.


Әксичә ишәнчиңлар Рәббимиз болған Қутқазғу­чимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити вә Уни тонушуңлар арқилиқ давамлиқ өсүп барсун. Барлиқ шан-шәрәп Рәббимизгә әбәдил-әбәт мәнсүп болғай!


У мана мошундақ пүтүнләй бойсунғачқа, мукәммәл Баш Роһаний болуш һөддисидин чиқип, Өзигә бойсунғучиларниң һәммиси үчүн мәңгүлүк қутқузулуш мәнбәси болди.


Шуниң үчүн Худа таллиған бәнди­ләр­ниң Әйса Мәсиһ тәрипидин қутқузулуши вә мәңгүлүк шан-шәрәпкә ериши­ши үчүн һәр қандақ азап-оқубәтләргә бәрдашлиқ бериватимән.


Бирақ Худаниң арамлиғидин һөзүрлиниш тоғрисидики вәдиси биз үчүн инавәтликтур. Шуңа аримиздики бирәрсиниңму бу мүмкинчиликтин мәһрум қелишидин еһтият қилайли.


Бизгә ишәнч билән яшашниң немә екәнлигини көрсәткән әшу кишиләр худди гувачилардәк әтрапимизда болған екән, бизгә тосқунлуқ қилидиған һәр хил ишлардин вә бизни чирмавалған гуналардин қол үзүп, алдимиздики мусапини чидамлиқ билән бесип өтәйли.


Әй сөйүмлүк қериндашлирим, мән силәрни сөйимән, силәрни көрүшкә шу қәдәр тәшнамән! Силәр мениң хошаллиғим һәм пәхрим­силәр. Рәббимизгә болған ишәнчиңларда қилчә тәврәнмәңлар.


Һемишәм сәвирчанлиқ билән яхши әмәлләрни қилип, Худадин шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә өзиниң мәңгүлүк моҗутлу­ғини издигәнләргә У мәңгүлүк һаят бериду.


Худа Атимизниң алдида ишәнчиңлардин кәлгән яхши ишлириңларни, меһир-муһәббитиңлар билән сиңдүргән әҗриңларни вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә бағлиған үмүтүңлардин кәлгән сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигиңларни дайим әсләп туруватимиз.


Чүнки Худа силәргә пәқәт Әйса Мәсиһкә ишинишниңла әмәс, бәлки Униң үчүн азап-оқубәт тартишниңму шәривини ата қилған. Бу Униң силәргә көрсәткән меһир-шәпқитидур.


Шуңа Титус һәммиңларниң униңға қандақ бойсунғанлиғиңларни, уни шунчә чоң көрүп, һөрмәт билән күтүвал­ғанлиғиңларни әслигинидә, униң силәргә болған муһәббити техиму чоңқурлашмақта.


Силәрниң йениң­ларға барғинимда, аҗизлиғимдин бу вәзипини қандақ орунлармән, дәп қорқуп, һәтта титрәп кәткән едим.


Әй қуллар, бу дуниядики ғоҗайинлириңларға худди Әйса Мәсиһкә бойсунғандәк чоңқур һөрмәт вә чин қәлб билән бойсунуңлар.


Чөмүлдүргүчи Йәһия оттуриға чиққан күнләрдин бери, Асманниң Падишалиғи зораванлиққа учримақта. Зораванлар Униңға һуҗум қилмақта.


Чүнки мән араңларда Хуш Хәвәрни йәткүзүшкә башлиған биринчи күндин һазирғичә силәр мениң бу хизмитимни қоллап кәлдиңлар.


Орнуңдин туруп, шәһәр­гә кир, немә қилишиң керәклигини бири саңа ейтип бериду, — дегән җавап кәлди һелиқи аваздин.


Рәббимиз Әйса халиса, Тимотийни йеқинда йениңларға әвәти­мән. Буниң билән өз ара әһвалимизни уқушуп, көңлимиз арам тапиду.


Бу сөзләрни йезиштики мәхситим, силәрни хиҗил қилиш әмәс, бәлки силәрни сөйүмлүк пәрзәнтлирим дәп қарап, силәргә тәлим бериштур.


Әй филипиликләр, силәргә мәлумки, мән силәргә бу Хуш Хәвәрни йәткүзүшни башлиған вә Македонийә өлкисидин кәткән чағлиримда, силәрдин башқа һеч қандақ мәсиһийләр җамаити маңа ярдәм бәрмиди.


Гундипай чирақ әкәлдүрүп, Павлус билән Силасниң алдиға жүгрәп кирип, титригән һалда уларниң айиғиға жиқилди.


Шуниңға қәтъий ишинимәнки, силәрни йеңи һаятлиқ йолиға йетәклигән Худа Өзи башлиған бу яхши ишни давамлаштуруп, Әйса Мәсиһ қайта келидиған күни тамамлайду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite