Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Филипиликләргә йезилған хәт 1:9 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

9 Мән шуниңға дуа қилимәнки, Худа тоғрисидики билимиңлар вә даналиғиңларниң ешиши арқилиқ меһир-муһәббитиңлар барғансири ешип барсун.

Gade chapit la Kopi




Филипиликләргә йезилған хәт 1:9
19 Referans Kwoze  

Рәббимиз силәрниң бир-бириңларға вә һәммә адәмләргә болған меһир-муһәббитиңларни бизниң силәргә болған меһир-муһәббитимиздәк толуп таштурғай.


Шуңа биз силәр тоғрисидики бу хәвәрни аңлиған күндин башлап, силәр үчүн давамлиқ дуа қилип туруватимиз. Биз дуайимизда Худадин шуни тилидуқки, силәр Муқәддәс Роһ арқилиқ әқил-парасәткә толуп, Худаниң ирадиси тоғрилиқ толуқ чүшәнчигә еришкәйсиләр.


Ишәнчиң сәвәвидин Худа саңа тәғдим қилғанларни башқилар билән мәртләрчә ортақлишишиң үчүн дуа қилимән. Шундақ қилсаң, бизниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғи­миздин бизгә берилгән бәхитләрниң нәқәдәр мол екәнлигини техиму чоңқур чүшинәләйсән.


йеңи тәбиәткә егә болдуңлар. Силәр Яратқучи Худаниң обризи бойичә йеңилиниват­қиниңларда, Худани тонушуңлар чоңқурлишиду.


Силәр һәқиқәткә бойсунғанлиғиңлардин қәлбиңлар пак қилинип, мәсиһийләрни сөйидиған сәмимий меһир-муһәббәткә егә болдуңлар. Шуңа бир-бириңларни чин қәлбиңлардин қизғин сөйүңлар.


Силәр һәммә ишта — ишәнч йолида, сөз қаби­лийи­тидә, Худа һәққидики билим вә башқиларға ярдәм беришкә болған қизғинлиқта вә бизгә болған меһир-муһәббәттә алдида турғандәк, бу қетимлиқ сәдиқә қилиштиму алдида туруңлар.


Қериндашлар, яманлиқ қилишни билмәйдиған сәбий балилардәк болуңлар, лекин бу ишларға кәлгәндә ой-пикирлириңлар кичик бали­лар­дәк әмәс, бәлки чоңлардәк болсун.


Қериндашлар, силәр үчүн Худаға һәр дайим шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Чүнки ишәнчиңлар барғансири күчийиватиду, бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму чоңқурлиши­ватиду.


Әксичә ишәнчиңлар Рәббимиз болған Қутқазғу­чимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити вә Уни тонушуңлар арқилиқ давамлиқ өсүп барсун. Барлиқ шан-шәрәп Рәббимизгә әбәдил-әбәт мәнсүп болғай!


Йемәклик болса йетилгәнләр үчүндур. Чүнки уларниң әқли йетилиш җәриянида яхши-яманни пәриқ етишкә көнгәндур.


Шуңа әқилсиз болмаңлар, бәлки Рәббимизниң ирадисини чүшинишкә тиришиңлар.


Қериндашлар, ахирида биз йәнә шуни демәкчимизки, Худани хурсән қилиш үчүн қандақ яшаш керәклигини биздин үгинивал­диңлар һәм силәр әмәлиятиңлардиму биздин үгәнгиниңлар бойичә шундақ яшаватисиләр. Әнди Худани хурсән қилишқа техиму тириши­шиң­ларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән сораймиз.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite