Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Филипиликләргә йезилған хәт 1:29 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

29 Чүнки Худа силәргә пәқәт Әйса Мәсиһкә ишинишниңла әмәс, бәлки Униң үчүн азап-оқубәт тартишниңму шәривини ата қилған. Бу Униң силәргә көрсәткән меһир-шәпқитидур.

Gade chapit la Kopi




Филипиликләргә йезилған хәт 1:29
14 Referans Kwoze  

Қериндашлар, һәр хил синақларға дуч кәлгәндә, уни зор хошаллиқ дәп билиңлар.


Әксичә Әйса Мәсиһниң азап-оқубәтлиригә ортақ болғанлиғиңлардин хошал болуңлар. У шан-шөһрәт билән қайтип кәлгәндә, силәрму шат-хорамлиққа чөмисиләр.


Әлчиләр кеңәшмидин чиқип, Худаниң өзлирини һәзрити Әйсаниң нами үчүн хорлуқ азави чекишкә лайиқ көргәнлигидин интайин хурсән болушти.


Биз қийин әһваллар­диму йәнила шат-хорам болимиз. Чүнки бизгә мәлумки, қийинчилиқ сәвирчанлиқни кәлтүрүп чиқириду,


Улар у йәрләр­дә мәсиһийләрниң ишәнчини күчәйтип, давамлиқ Рәббимиз Әйсаға уларни садиқ болушқа илһамландурди. Улар мәсиһийләргә мундақ деди: — Биз Худаниң Падишалиғиға кириш үчүн, чоқум нурғун җапалар­ни бешимиздин өткүзүшимизгә тоғра келиду.


Силәр Әйса Мәсиһкә ишинип, Худаниң меһир-шәпқити арқилиқ қутқузулдуңлар. Бу силәрниң әҗриңлардин кәлгән әмәс, бәлки Худадин кәлгән илтипаттур.


Чөмүлдүрүшни қобул қилғиниң­ларда, силәр Әйса Мәсиһкә бағланғанлиғиңлар үчүн, Униң өлүми биләнму бағлинип, Униң билән биллә көмүлдүңлар вә Униң билән биллә тирилдүрүлдүңлар. Бу Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүргән Худаниң күч-қудритигә болған ишәнчиңлар арқилиқ болди.


Улар Антакяға қайтип келип, мәсиһийләрни бир йәргә җәм қилип, уларға Худаниң өзлири арқилиқ қандақ ишларни қилған­лиғини вә Худаниң йәһудий әмәсләргә қандақ йол ечип, уларниму ишәнчи арқилиқ қутқузғанлиғини сөзләп бәрди.


Муса пәйғәмбәргә чүширилгән Тәврат қануниға бойсунушқа һәр қанчә тиришсаңларму, гуналириңлар кәчүрүм қилинмайду. Худа пәқәт һәзрити Әйса арқилиқла силәрни һәққаний адәм дәп қарайду.


Һәзрити Әйса униңға: — Немә дегән бәхитликсән, Юнус оғли Симун! Буни саңа ашкари­лиғучи инсан әмәс, бәлки асмандики Атам Худадур.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite