Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Филипиликләргә йезилған хәт 1:25 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

25 Шуниңға ишинимәнки, мән һазирчә өлмәймән. Әксичә һәммиңларниң ишәнчи техиму мустәһкәм­линип, техиму хошал болушуңлар үчүн, давамлиқ силәр билән биллә болимән.

Gade chapit la Kopi




Филипиликләргә йезилған хәт 1:25
17 Referans Kwoze  

Рәббимизгә болған ишәнчим камилки, пат арида өзәмму йениңларға баримән.


Биз силәрниң ишәнчиңлар үстидин һөкүмранлиқ қилмақчи әмәсмиз. Чүнки шуни билимизки, силәр Худаға тайинип, ишәнчтә мустәһкәм туруватисиләр. Биз пәқәт силәрниң хошал болушуңлар үчүн, силәр билән биргә хизмәт қилмақчимиз.


Ишәнч йолида маңғиниңларда, үмүтниң мәнбәси болған Худа қәлбиңларни шат-хорамлиқ вә течлиқ-аманлиққа толтурғай! Буниң билән силәр Муқәддәс Роһниң күч-қудрити арқилиқ үмүткә толуп ташқайсиләр.


Ишәнчимиз болғачқа, Әйса Мәсиһ бизни биз һазир һөзүрли­ниватқан бу меһир-шәпқәткә егә қилди. Шуңа биз Худаниң шан-шәривигә еришиш үмүтидә шат-хорам болмақтимиз.


Мән силәр билән арилишип, һәр бириңларға Худаниң Падиша­лиғи һәққидә чүшәндүрдүм. Әнди маңа мәлумки, буниңдин кейин силәр мени қайта көрәлмәйсиләр.


Силәр бурун Әйса Мәсиһни көрүп бақмиған болсаңларму, Уни сөйүп кәлдиңлар. Һазир Уни көрмигән тәғдирдиму Униңға йәнила ишинисиләр. Шуңа қәлбиңлар тил билән ипадиләп бәргили болмай­диған чәксиз шат-хорамлиққа чөмди.


Маңа мәлумки, йениңларға барғинимда, Әйса Мәсиһ мән арқилиқ силәргә мол бәхит ата қилиду.


Йәһудий әмәсләрниң Худаға бойсунуши үчүн, Әйса Мәсиһниң мән арқилиқ қилған ишлиридин башқа һеч нәрсә тоғрилиқ махтинишқа җүръәт қилалмаймән. Йәһудий әмәсләр мениң ейтқан сөзлирим, қилған ишлирим вә көрсәткән мөҗүзилирим арқилиқ Муқәддәс Роһниң күч-қудритини көрүп, Хуш Хәвәрни қобул қилди. Мән Йерусалимдин башлап Иллирийә өлкисигичә болған һәммә йәрдә Әйса Мәсиһ тоғрисидики бу Хуш Хәвәрни тарқаттим.


Улар у йәрләр­дә мәсиһийләрниң ишәнчини күчәйтип, давамлиқ Рәббимиз Әйсаға уларни садиқ болушқа илһамландурди. Улар мәсиһийләргә мундақ деди: — Биз Худаниң Падишалиғиға кириш үчүн, чоқум нурғун җапалар­ни бешимиздин өткүзүшимизгә тоғра келиду.


Барнаба йетип берип, Худаниң у йәрдики хәлиққә бәхит ата қилғанлиғини көрүп, хошал болди. У көпчиликни җан-дили билән Рәббимиз Әйсаға садиқ болушқа илһамландурди.


Лекин Маңа болған ишәнчиң йоқалмисун дәп, саңа дуа қилдим. Шәйтанниң синиғидин өтүп, Мениң йолумға қайтқандин кейин, қериндашлириңниң ишәнчини мустәһкәмлә.


Бирақ силәр үчүн мениң һаят болушум зөрүрдур.


Йәнә бир иш, маңа туралғу җай тәйяр­лап қойғин. Чүнки дуалириңлар арқилиқ зиндандин азат болуп, йениңларға қайтип баридиғанлиғимға ишинимән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite