Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Филипиликләргә йезилған хәт 1:18 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

18 Мәйли қандақ болушидин қәтъий нәзәр, йәни уларниң нийити тоғра болсун яки болмисун, пәқәт Әйса Мәсиһ тонутулсила хурсәнмән. Буниңдин кейинму давамлиқ хурсән болимән.

Gade chapit la Kopi




Филипиликләргә йезилған хәт 1:18
13 Referans Kwoze  

— Уни тосимаңлар. Чүнки силәргә қарши турмиғанлар силәрни қоллиғанлардур, — деди һәзрити Әйса униңға.


Демәк, мәйли мән яки башқа әлчиләр болсун, һәммимизниң йәткүзгәнлири охшаш болуп, у дәл силәр ишинип қобул қилған Хуш Хәвәрдур.


Ундақта, у қандақ қилиши керәк? У бәзидә Муқәддәс Роһ арқилиқ бундақ тилда сөзләш билән, бәзидә әқил-идриги билән дуа қилсун. Шундақла у бәзидә Муқәддәс Роһ арқилиқ, бәзидә әқил-идриги билән Худаға мәдһийә нахшилирини ейтсун.


Улар тул аяллардин пайда елип, уларниң мал-мүлкини йәвелип, андин әттәй башқилар көрсун дәп, узундин-узун дуа қилиду. Улар җәзмән техиму қаттиқ җазаға тартилиду!


Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр Асманниң Падишалиғиниң ишигини инсанлар үчүн тақидиң­лар! Йә өзәңлар киришни ойлимидиңлар, йә киришни истигән­ләрниң киришигә йол қоймидиңлар. {


Мән бундақ дейиш арқилиқ «Бутқа атап қурванлиқ қилинған нәрсиниң бирәр әһмийити бар» яки «Бут һәқиқий Худа» демәкчи­мәнму?


Ундақта, қандақ қилиш керәк? Тәврат қануниниң илкидә әмәс, Худаниң меһир-шәпқити астида яшаватимиз дәп, гуна қиливәрсәк боламду? Яқ, әлвәттә болмайду.


Ундақта, Худаниң сорақ қилидиған күнидә биз йәһудийлар йәһу­дий әмәсләрдин үстүн турамдуқ? Яқ, әлвәттә ундақ әмәс! Чүнки мән һәммимизниң мәйли йәһудий болайли яки болмайли, гунаниң илкидә екәнлигимизни жуқурида көрситип өттүм.


Бирақ улар бу сөзниң мәнасини чүшинәлмиди. Чүнки буниң мәнаси қәстән йошурулған еди. Улар Униңдин бу сөзниң тегини сорашқиму петиналмиди.


Чүнки Худаниң мени мән билән қаршилашқучиларниң алдида ақлайдиғанлиғиға ишинимән. Бу силәрниң дуалириңлар вә Әйса Мәсиһниң Роһи, йәни Муқәддәс Роһниң ярдими арқилиқ болиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite