Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Филипиликләргә йезилған хәт 1:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

16 Булар мениң Хуш Хәвәрни қоғдашқа тайинланғанлиғимни билип, мени сөйгәнлиги үчүн, бу Хуш Хәвәрни йәткүзүватиду.

Gade chapit la Kopi




Филипиликләргә йезилған хәт 1:16
13 Referans Kwoze  

Әлвәттә, Худаниң сөзини пайда көзләп бурмилай­ди­ғанлар һәргиз бундақ вәзипиниң һөддисидин чиқалмайду. Биз болсақ, ундақ адәмләрдин әмәсмиз. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлар һәм Худа тәрипидин әвәтилгәнләр болғачқа, Худа алдида Худаниң сөзини сәмимий йәткүзүватқанлардурмиз.


Қериндашлар, шуни билишиңларни халаймәнки, бешимға кәлгән бу җапа-мәшәқәтләр Хуш Хәвәрниң техиму кәң тарқилишиға түрткә болди.


Шундақ болғанда, силәр Худаниң немидин хурсән болуп, немидин хурсән болмайдиғанлиғини пәриқ етәләйсиләрдә, Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күндә пак вә әйипсиз болалайсиләр.


Мениң бундақ ойлишим тоғра дәп қараймән. Чүнки силәрниң мениң қәлбимдин алған орнуңлар наһайити муһим. Мәйли мән зинданда кишәнлинип ятқан вақтимда болсун яки сиртта Хуш Хәвәрни қоғдап, униңға гувалиқ бәргән вақтимда болсун, һәммиңлар мән билән биллә Худа­ниң илтипатидин тәң һөзүрләндиңлар.


Әгәр Хуш Хәвәрни өз ихтиярим билән тарқатқан болсам, Худадин һәқ елишим керәк еди. Лекин Худа бу вәзипини маңа тапшурған екән, мән буни бир җавапкәрчилик, дәп орунлаймән.


Чүнки мән араңларда Хуш Хәвәрни йәткүзүшкә башлиған биринчи күндин һазирғичә силәр мениң бу хизмитимни қоллап кәлдиңлар.


Силәргә мәлумки, Тимотий өзиниң яхши бир ярдәмчи екәнлигини испатлиди. У худди оғулниң атисиға ярдәм қилғиниға охшаш, Хуш Хәвәр йәткүзүш йолида мән билән биллә ишлиди.


Әй садиқ һәмкарим, сәндин шуни тәләп қилимәнки, бу ишта сәнму бу икки ханимға ярдәм қил. Чүнки улар мән вә Клемент билән, шундақла нами һаятлиқ дәптиригә йезилған башқа хизмәтдашлирим билән биллә Хуш Хәвәрни тарқитиш йолида қан-тәр сиңдүргән.


Әй филипиликләр, силәргә мәлумки, мән силәргә бу Хуш Хәвәрни йәткүзүшни башлиған вә Македонийә өлкисидин кәткән чағлиримда, силәрдин башқа һеч қандақ мәсиһийләр җамаити маңа ярдәм бәрмиди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite