Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 9:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Алтә күндин кейин, һәзрити Әйса пәқәт Петрус, Яқуп вә Юһанна­нила елип, егиз бир таққа чиқти. У йәрдә һәзрити Әйсаниң қияпити уларниң көз алдидила өзгәрди.

Gade chapit la Kopi




Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 9:2
23 Referans Kwoze  

Шуниң билән һәзрити Әйса Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһаннани елип йолға чиқти. Улардин башқа һеч кимниң Өзи билән биллә беришиға рухсәт қилмиди.


У Петрус, Яқуп вә Юһаннани биргә елип маңди. Бу вақитта Уни қайғу бесип, көңли беарам болушқа башлиди. У:


Муса вә униң ярдәмчиси Йәшу қозғилип, муқәддәс таққа жуқурилап чиқти.


Бу йениңларға үчинчи қетим беришим болиду. Әгәр араң­лардики бирәрсини җазалаш тоғра кәлсә, Муқәддәс Язмилар­дики: «Һәр қандақ әризиниң раст-ялғанлиғи аз дегәндә икки яки үч гувачиниң гувалиғи билән испатлиниши керәк», дегән айәт бойичә қилимән.


Униңдин кейин чоң бир ақ тәхт вә униңда Олтарғучини көрдүм. Асман билән зимин Униң алдидин қечип, ғайип болди.


Бу вақиәдин кейин һәзрити Әйса йезиға кетиватқан икки шагир­тиға башқа бир қияпәттә көрүнди.


Шу чағда У пүткүл мәвҗу­датни Өзигә бойсундуридиған қудрити билән бизниң чирип кетидиған тенимизни өзгәртип, уни Өзиниң шан-шәрәплик тенигә охшаш қилиду.


Бу дунияниң еқимлириға әгишип жүрмәңлар, әксичә ой-пикриңлар Худаниң йеңилиши билән пүтүнләй өзгәрсун. Шу чағда Худаниң һаятиңларға болған ирадисини һәм бу ирадиниң нәқәдәр яхши, нәқәдәр хурсән қиларлиқ вә нәқәдәр мукәммәл екәнлигини биләләй­силәр.


«Сөз» инсан болди һәм аримизда яшиди. У меһир-шәпқәт вә һәқиқәткә толған болуп, биз Униң улуқлуғини, йәни Атимиз Худаниң бирдин-бир ялғуз Оғлиниң улуқлуғини көрдуқ.


Бир күни һәзрити Әйса дуа қилиш үчүн таққа чиқти. У йәрдә кечичә Худаға дуа қилди.


Һәзрити Әйса бу хәвәрни аңлап, хали бир җайға Өзи ялғуз кетиш үчүн кемигә олтирип, у йәрдин кәтти. Буниңдин хәвәр тапқан хәлиқ әтраптики йезилардин келишип, Униң кәйнидин пиядә маңди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite