4 Бир нәччә қетим қоллири зәнҗирлинип, путлириға кишәнләр селинған болсиму, зәнҗирләрни үзүп, кишәнләрни чеқивәткән еди. Һеч ким уни бойсундуралмиған еди.
У адәм өңкүрләрни макан тутқан болуп, һеч ким уни һәтта зәнҗир биләнму бағлап қоялматти.
Кечә-күндүз мазарлиқ вә далаларда вақирап-җақирап жүрәтти. Өз-өзини таш билән уруп яриландуратти.
Униң бундақ дейишиниң сәвәви, һәзрити Әйса җинға униң тенидин чиқишини буйруған еди. Җин бу адәмни узун вақит илкигә еливалған еди. Хәлиқ бу адәмни көп қетим зәнҗир-кишәнләр билән бағлап, қамап қойған болсиму, у уларни үзүп қечип чиқип, җин тәрипидин чөл-баяванларға елип кетиләтти.