2 Һәзрити Әйса кемидин чүшүши биләнла, җин чаплашқан бир адәм гөр қилинидиған өңкүрләрниң биридин чиқип, Униң алдиға жүгәрди.
Ибадәтханида җин чаплашқан бир киши бар еди. Дәл шу чағда у:
Сәвәви һәзрити Әйса: «Һәй җин, бу адәмниң тенидин чиқ!» дәп буйруған еди.
Бала келиватқанда, җин уни йәргә жиқитип, пүтүн бәдинини тартиштурувәтти. Бирақ һәзрити Әйса җинни һайдаветип, балини сақайтти вә уни атисиға тапшуруп бәрди.
Һәзрити Әйса қирғаққа чиқишиға, шәһәрдин кәлгән җин чаплашқан бири Униң алдиға кәлди. Бу адәм узундин бери кийим киймәй, өйдә турмай, гөр қилинидиған өңкүрләрдә яшатти.
Җин тәккән кичиккинә бир қизниң аниси һәзрити Әйса тоғрисидики хәвәрни аңлиған һаман йетип келип, һәзрити Әйсаниң айиғиға жиқилди.
Һәзрити Әйса йәнә көл бойида хәлиққә тәлим беришкә башлиди. Униң әтрапиға топланған халайиқ интайин көп болғачқа, У бир кемигә чиқип олтарди. Халайиқ болса көл бойида турушатти.
Һәзрити Әйса бу сөзләрни бәзиләрниң «Униңға җин чаплишипту» дегинигә қарита ейтқан еди.
Җин һелиқи адәмниң бәдинини қаттиқ тартиштурди вә пәрият көтәргиничә униң тенидин чиқип кәтти.
Һәзрити Әйса халайиқниң арисида қистилип қалмаслиқ үчүн, шагиртлириға кичик бир кемә тәйярлап қоюшни буйриди.
Шагиртлар халайиқтин айрилип, һәзрити Әйса олтарған кемигә чүшүп, Уни елип жүрүп кетишти. Улар билән биллә маңған башқа кемиләрму бар еди.
У адәм өңкүрләрни макан тутқан болуп, һеч ким уни һәтта зәнҗир биләнму бағлап қоялматти.
Һәзрити Әйса кемә билән көлниң у қетиға қайтқинида, нурғун халайиқ көл бойида йәнә Униң йениға жиғилди.