Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 4:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Һәзрити Әйса уларға тәмсил билән нурғун һекмәтләрни үгәтти. У тәлимидә мундақ деди:

Gade chapit la Kopi




Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 4:2
15 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Худаниң Падишалиғиниң сири силәрниң билишиңларға берилди. Лекин Падишалиқниң сиртидикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду.


Шуниң үчүн һәзрити Әйса Тәврат устазлирини йениға чақирип, уларға тәмсилләр билән мундақ деди: — Шәйтан шәйтанни қандақму қоғлисун?


Шагиртлири келип, һәзрити Әйсадин: — Сиз немә үчүн көпчиликкә тәлим бәргәндә тәмсил кәлтү­рисиз? — дәп сориди.


Һәзрити Әйса уларға тәмсил билән нурғун һекмәтләрни ейтип бәрди. У мундақ деди: — Бир дехан уруқ чачқили етизиға чиқипту.


Һәзрити Әйса тәлим берип мундақ деди: — Тәврат устазлиридин һошияр болуңлар. Узун тонларни кийи­велип ғадийип жүрүшкә амрақ келиду. Базарларда башқиларниң өзлиригә салам берип һөрмәтлишини,


Һәзрити Әйса бу сөзлирини аяқлаштурғандин кейин, халайиқ Униң тәлимлиригә һәйран қелишти.


Баш роһаний һәзрити Әйсадин шагиртлирини вә Униң тәлим бериши билән мунасивәтлик соалларни сориди.


— Қулақ селиңлар! Бир дехан уруқ чачқили етизиға чиқипту.


Һәзрити Әйса у йәрдин кетип, Йәһудийә өлкисини бесип өтүп, Иордан дәриясиниң у қетидики районларға барди. Униң әтрапиға йәнә топ-топ адәм жиғилған еди. У көпчиликкә һәр қетимқидәк тәлим беришкә башлиди.


Андин һәзрити Әйса уларға тәмсилләр билән сөзләшкә башлиди: — Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини қоршапту. Үзүм шаравини ишләш үчүн үзүмзарлиққа бир көлчәк қаздурупту вә бир күзәтхана яситипту. Кейин үзүмзарлиқни иҗаригә берип, өзи жирақ бир йәргә кетипту.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite