11 Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Худаниң Падишалиғиниң сири силәрниң билишиңларға берилди. Лекин Падишалиқниң сиртидикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду.
Шуниңдин кейин һәзрити Әйса мундақ деди: — Пүтүн аләмниң Егиси болған әй Ата! Сән бу һәқиқәтләрни өзини әқиллиқ, билимлик чағлайдиған кишиләрдин йошуруп, кичик балилардәк сәби кишиләргә ашкарилиғанлиғиң үчүн, Саңа мәдһийиләр ейтимән.
Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Худаниң Падишалиғиниң сирлири силәрниң билишиңларға берилди. Бирақ башқиларға кәлсәк, уларға тәмсилләр биләнла чүшәндүримән. Шуниң үчүн улар сөзүмни аңлисиму чүшәнмәйду. Бу әһвал Йәшая пәйғәмбәрниң дегинидәк болди: «Улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму чүшәнмәйду».
Йәнә бизгә мәлумки, Худа Оғли дунияға кәлди вә һәқиқий Худани тонушимиз үчүн, У бизгә әқил-парасәт ата қилди. Биз һәқиқий Худаға бағлинип яшаватимиз, чүнки биз Униң Оғли Әйса Мәсиһкә бағланғанмиз. Әйса Мәсиһ һәқиқий Худадур вә мәңгүлүк һаяттур!
Мана шундақ қилсаңлар, ишәнчиңлар җамаәтниң сиртидики кишиләр алдида иззәт-һөрмәткә егә болуп яшалайсиләр вә ихтисат җәһәттә һеч кимгә беқинмайсиләр.
Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр билән алақә қилғанда, әқил-параситиңларни ишлитип, һәр бир пурсәтни қолдин бәрмәй, Хуш Хәвәрни йәткүзүңлар.
У җамаәтниң сиртидиму һөрмәткә сазавәр болуши керәк. Шундақ болғанда, башқилар уни әйипләлмәйду вә шәйтанму уни алдам халтисиға чүширәлмәйду.
бурун ашкарилимиған планини бизгә ашкарилиди. Худа хуш райи билән бу планниң Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурулушини алдин-ала бәкитти.
Чүнки дунияни яратқанда «Нур қараңғулуқтин чақнисун», дәп әмир қилған Худа бизниң Өзиниң Әйса Мәсиһ арқилиқ аян қилған улуқлуғини тонуп йетишимиз үчүн, Хуш Хәвәрниң нури билән қәлбимизни йорутти.
Һәзрити Әйса униңға: — Немә дегән бәхитликсән, Юнус оғли Симун! Буни саңа ашкарилиғучи инсан әмәс, бәлки асмандики Атам Худадур.
Лекин силәр нәқәдәр бәхитлик! Чүнки көзүңлар көриду, қулиғиңлар аңлайду.
Немишкә силәр өзәңларни башқилардин үстүн дәп қарайсиләр? Һәҗәва, силәрдә бар болған барлиқ илтипатлар Худа тәрипидин берилмигәнму? Ундақта, силәр немишкә бу илтипатларға худди өзәңларға тайинип еришкәндәк махтинисиләр?
Шуниң үчүн һәзрити Әйса Тәврат устазлирини йениға чақирип, уларға тәмсилләр билән мундақ деди: — Шәйтан шәйтанни қандақму қоғлисун?
Һәзрити Әйса уларға тәмсил билән нурғун һекмәтләрни үгәтти. У тәлимидә мундақ деди:
Халайиқ кәткәндин кейин, һәзрити Әйсаниң он икки шагирти билән әгәшкүчилири Униңдин тәмсилләрниң мәнасини сорашти.