Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 3:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7 Һәзрити Әйса шагиртлири билән биллә у йәрдин айрилип көл бойиға кәтти, Җәлилийә өлкисидин нурғун халайиқ Униңға әгишип барди.

Gade chapit la Kopi




Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 3:7
20 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса әлчилири билән тағдин чүшүп, түз бир йәрдә туратти. Уларниң алдиға нурғун шагиртлар һәм Йерусалим шәһири­дин, җүмлидин пүтүн Йәһудийә өлкисидин кәлгән кишиләр топ-топ болуп келип жиғилишти. Һәтта деңиз бойидики Тир вә Сидон шәһәрлиридинму нурғун кишиләр кәлгән еди.


Җәлилийә, Он шәһәр райони, Йерусалим, Йәһудийә вә Иордан дәриясиниң у қетидин кәлгән топ-топ адәмләр Униңға әгишип маңди.


Буни билгән һәзрити Әйса у йәрдин кәтти. Нурғун кишиләр Униңға әгишип маңди. Һәзрити Әйса уларниң арисидики бемарлар­ниң һәммисини сақайтти


Лекин улар техиму қәтъий түрдә: — У Өз тәлимлири билән пүтүн йәһудийлар зиминидики аммини қутритип, Җәлилийә өлкисидин башлап таки бу йәргичә кәлди, — дейишти.


Бир күни һәзрити Әйса дуа қилиш үчүн таққа чиқти. У йәрдә кечичә Худаға дуа қилди.


Шундақ қилип, һәзрити Әйса Җәлилийә өлкиси­ниң һәммә йеригә берип, ибадәтханиларда тәлим бәрди һәм киши­ләрниң тенидики җинларни һайдиди.


Улар силәргә бир шәһәрдә зиянкәшлик қилса, йәнә бир шәһәргә қечип бериңлар. Билип қоюңларки, силәр Исраилниң пүтүн шәһәрлирини арилап болғичә, Инсан Оғли қайтип келиду.


Шуңа мәсиһийләр Павлусни дәрһал деңиз бойидики җайларға әвәтивәтти. Силас билән Тимотий болса, Берияда қалди.


Мәсиһийләр Павлус билән Силасни шу күни кәч кириш биләнла Берия шәһиригә әвәтивәтти. Улар у йәргә берип, йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди.


— Һәҗәва, сәнму җәлилийәликму немә? — дейишти ақсақаллар, — Муқәддәс Язмиларни оқусаң, Җәлилийәдин пәйғәмбәр чиқмайди­ған­лиғини биләләйсән! {


Бәзиләр: «Бу Қутқазғучи-Мәсиһ!» — дейишәтти. Йәнә бәзиләр болса: «Ундақ әмәсту! Мәсиһ Җәлилийәдин кәлмәттиғу?


вә уларға Өзиниң Ким екәнлигини башқиларға ашкарилимаслиқни тапилиди.


Бирақ у адәм чиқип, бу ишни һәммә йәргә йейивәтти. Нәтиҗидә халайиқниң Өзиниң әтрапиға топлинивалмаслиғи үчүн, һәзрити Әйса һеч қандақ шәһәргә ашкарә баралмай, шәһәр сиртидики хали җайларда турушқа мәҗбур болди. Шундақтиму һәр йәрдин кәлгән хәлиқ Уни йәнила издәп турди.


Һәзрити Әйса өйгә қайтип кәлгәндин кейин, у йәргә йәнә шунчә нурғун халайиқ топландики, һәзрити Әйса билән шагиртлириниң ғизалинишқиму чолиси тәгмиди.


Һәзрити Әйса йәнә көл бойида хәлиққә тәлим беришкә башлиди. Униң әтрапиға топланған халайиқ интайин көп болғачқа, У бир кемигә чиқип олтарди. Халайиқ болса көл бойида турушатти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite