Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 3:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Буниң билән пәрисийләр ташқириға чиқип, һәзрити Әйсани қандақ қилип йоқитиш һәққидә Һирод падишаниң тәрәпдарлири билән мәслиһәтлишишкә башлиди.

Gade chapit la Kopi




Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 3:6
10 Referans Kwoze  

Шуниңдин кейин йәһудийларниң чоңлири һәзрити Әйсани Униң Өзиниң сөзлири билән қапқанға чүшириш мәхситидә пәрисийләрдин вә Римдин тайинланған Һирод падишаниң тәрәпдарлиридин бәзи­ләрни Униң йениға әвәтти.


Улар өз шагиртлирини Римдин тайинланған Һирод падишаниң тәрәпдарлири билән биллә һәзрити Әйсаниң йениға әвәтип: — Устаз, Сизниң сәмимий адәм екәнлигиңизни, кишиләргә Худа­ниң йолини садиқлиқ билән үгитип кәлгәнлигиңизни вә һеч кимгә үз-хәтир қилмайдиғанлиғиңизни билимиз, чүнки кишиләрниң сиртқи қияпити билән һесаплашмайсиз.


Буниң билән пәрисийләр ташқириға чиқип, һәзрити Әйсани қандақ қилип йоқитиш һәққидә мәслиһәт қилишти.


Һәзрити Әйса уларни агаһландуруп: — Һошияр болуңлар, пәрисийләр билән Һирод ханниң ечитқу­сидин еһтият қилиңлар, — деди.


Шундақ қилип, улар шу күндин етиварән һәзрити Әйсани өлтүрүветиш үчүн сүйиқәстлик қилишқа башлиди.


Амма Тәврат устазлири вә пәрисийләр интайин ғәзәп­линип, һәзрити Әйсаға қандақ қарши туруш тоғрисида мәслиһәткә чүшти.


Алий роһанийлар вә Тәврат устаз­лири һәзрити Әйсани бир амал қилип өлтүрүветишниң чарисини издиди. Бирақ улар Уни қоллайдиған хәлиқтин қорққанлиқтин, Уни мәхпий һалда тутмақчи болушти.


Сән Муқәддәс Роһ билән хизмәткариң болған әҗдадимиз падиша Давут арқилиқ мундақ дегәнғу: «Немә үчүн капирлар Худадин ғәзәплинидиғанду? Немә үчүн хәқләр бекардин-бекар сүйиқәст қилидиғанду?


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite