2 Бәзиләр һәзрити Әйсаниң үстидин әризә қилиш үчүн банә издәш мәхситидә Униң дәм елиш күниму кесәл сақайтидиған яки сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрүшәтти.
Бир дәм елиш күни һәзрити Әйса муһим бир пәрисий ақсақилиниң өйигә тамаққа барди. Бәзиләр Уни тутуш койида, Униң сөз-һәрикәтлирини күзитивататти.
Һәзрити Әйсаниң үстидин әризә қилиш үчүн банә издәп жүргән Тәврат устазлири билән пәрисийләр Униң дәм елиш күниму кесәл сақайтидиған яки сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрүшәтти.
Шуңа һәзрити Әйсани диққәт билән күзитиш үчүн пайлақчиларни әвәтти. Бу пайлақчилар сәмимий қияпәткә киривелип, һәзрити Әйсадин соалларни сорап, Уни сөзидин тутувелип, римлиқ һакимниң җазалишиға тапшурмақчи болушти.
Шуниң билән пәрисийләрдин бәзилири: — У Адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки У дәм елиш күни иш қилмаслиқ әмригә хилаплиқ қилди, — дейишти. Йәнә бәзилири: — Гунакар болса, қандақларчә бундақ мөҗүзиләрни яриталайду? — дейишти. Буниң билән уларниң арисида бөлүнүш пәйда болди.
Ибадәтханида бир қоли қуруп кәткән бир адәм бар еди. Бәзи пәрисийләр һәзрити Әйсаниң үстидин әризә қилишқа банә тепиш мәхситидә Униңдин: — Дәм елиш күни кесәл сақайтиш Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.
Һәзрити Әйса қоли қуруп кәткән кесәлгә: — Орнуңдин туруп, алдиға чиқ! — деди.
Уларниң бундақ дейиштики ғәризи, һәзрити Әйсани алдам халтиға чүширип, Уни гунакар дәп әйипләшкә банә издәш еди. Бирақ һәзрити Әйса иңишип, қоли билән йәргә бир немиләрни язғили турди.