11 Қачанла болмисун, җин чаплишивалғанлар һәзрити Әйсани көрсә, Униң айиғиға баш қоюп: «Сән Худа Оғлисән!» дәп вақиришатти.
Кишиләрниң тенидин чиққан җинлар: «Сән Худа Оғли!» дәтти. Чүнки улар Униң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини биләтти. Бирақ һәзрити Әйса болса уларни әйипләп, уларниң гәп қилишиға йол қоймиди.
У һәзрити Әйсани көрүши биләнла Униң айиғиға жиқилип: — Улуқ Худа Оғли Әйса, ишимға арилашма! Сәндин өтүнимәнки, мени қийнима! — дәп вақирап кәтти.
Сән Худаниң бир екәнлигигә ишинимән десәңла купайә боламду? Худаниң бир екәнлигигә һәтта җинларму ишиниду һәм Униңдин қорқуп дир-дир титирәйду.
Улар һәзрити Әйсани көргән һаман: — Әй Худа Оғли, ишимизға арилашма! Сән вақит-саати кәлмәстинла бизни қийниғили кәлдиңму? — дәп вақириди.
Уни синимақчи болған шәйтан Униң алдиға келип: — Әгәр Сән расттинла Худа Оғли болсаң, мошу ташларни нанға айландуруп йә! — деди.
У йол бойи Павлус вә бизгә әгишип: — Бу кишиләр улуқ Худаниң хизмәткарлири, улар силәргә қутқузулуш йолини йәткүзиду! — дәп вақирап маңди.
Җинлар һәзрити Әйсаға ялвуруп: — Әгәр Сән бизни һайдап чиқармақчи болсаң, тоңғуз падисиға киргүзүвәткин, — деди.
— Худа Оғли болсаң, пәскә сәкрәп баққина! Чүнки Зәбурда: «Худа периштәлиригә Сән тоғрилиқ әмир қилған. Путуңниң ташларға урулмаслиғи үчүн, улар Сени қоллирида тутувалиду», дәп йезилған әмәсму? — деди.
Шагиртлири һәзрити Әйсаға сәҗдә қилип: — Сиз һәқиқәтән Худа Оғли екәнсиз, — дейишти.
Худа Оғли Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәр мундақ башлиниду:
Бундақ жиғилиш силәрниң җазаға учришиңларға сәвәп болуп қалмаслиғи үчүн, қосиғи ачлар қосиғини өйидә тойдуруп кәлсун. Башқа мәсилиләргә кәлсәк, йениңларға барғинимда сөзлишимиз.