4 Улар адәмниң толилиғидин һәзрити Әйсаниң йениға баралмай, У тәлим бериватқан өйниң өгүзини тешип, бемарни ятқан орун-көрписи билән һәзрити Әйсаниң алдиға чүшәрди.
бирақ адәмниң толилиғидин кесәлни әкирәлмәй, өгүзгә елип чиқип, өгүздин түңлүк ечип, кесәлни өйниң ичигә зәмбилдә чүширип, халайиқниң арисида турған һәзрити Әйсаниң алдиға әкәлди.
У тоғрилиқ хәвәр пүткүл Сурийә өлкисигә тарқалди. У йәрдики халайиқ һәр хил ағриқ-силақларға муптила болған кесәлләрни Униң алдиға елип келишти. Уларниң бәзилиригә җин чаплашқан, бәзилириниң тутқақлиғи бар вә йәнә бәзилири паләч кесилигә гириптар болған еди. Һәзрити Әйса уларни сақайтти.