Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 2:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 у йәргә шунчилик көп адәм жиғилдики, һәтта ишик алдидиму пут қойғидәк йәр қалмиған еди. Һәзрити Әйса уларға Худаниң сөзини йәткүзүвататти.

Gade chapit la Kopi




Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 2:2
20 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса йәнә көл бойиға қарап маңди. Нурғун кишиләр Униң әтрапиға топлишивалди. Һәзрити Әйса уларға тәлим бәрди.


Бирақ у адәм чиқип, бу ишни һәммә йәргә йейивәтти. Нәтиҗидә халайиқниң Өзиниң әтрапиға топлинивалмаслиғи үчүн, һәзрити Әйса һеч қандақ шәһәргә ашкарә баралмай, шәһәр сиртидики хали җайларда турушқа мәҗбур болди. Шундақтиму һәр йәрдин кәлгән хәлиқ Уни йәнила издәп турди.


пурсәт болсун яки болмисун, һәр вақит Худаниң сөзини йәткүзгин. Сән зор сәвир-тақәт вә яхши тәлим бериш билән кишиләрниң хаталиқлирини түзәткүз һәм уларни агаһландурғин вә илһамландурғин.


Уларниң демәкчи болғини дәл «Худаниң сөзи саңа йеқиндур, у тилиңда вә дилиңдидур». Мана бу һәм биз йәткүзүватқан ишәнч тоғрисидики сөзләрдур.


Павлуслар Фригийә вә Галатия районлириға кирип өтүп кәтти, чүнки у вақитта Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә Хуш Хәвәр тарқитишиға йол қоймиған еди.


Улар Пәргә шәһиридә Худаниң сөзлирини йәткүзгәндин кейин, деңиз бойидики Анталя шәһиригә барди.


У чағда Истипанниң өлтүрүлүш вақиәсидин кейин чиққан зиян­кәш­лик түпәйлидин һәр қайси җайларға тарқилип кәткән мәсиһийләрниң бәзилири һәтта Фәникийә райони, Сипрус арили вә Сурийәдики Антакя шәһири дегән җайларға кетишти. Улар Худаниң сөзини пәқәт йәһудийларғила йәткүзәтти.


Петрус билән Юһанна йәнә шу шәһәрдә һәзрити Әйса һәққидә гувалиқ берип, Худаниң сөзини йәткүзгәндин кейин, Самарийәниң нурғун йеза-кәнтлиригә берип Хуш Хәвәр йәткүзгәч, Йерусалимға қайтип кәтти.


Миңлиған кишиләр қиста-қистаңчилиқтин бир-бирини дәс­сәвәт­кидәк болушуп кәткән еди. Һәзрити Әйса шагирт­ли­риға қарап: — Силәр пәрисийләрниң ечитқусидин, йәни сахтипәзлигидин һошияр болуңлар.


Бу тәмсилниң мәнаси мундақ: — Уруқ Худаниң сөзидур.


Узун өтмәй һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисидики шәһәр, йеза-қишлақларға берип, Худаниң Падишалиғиға даир Хуш Хәвәрни тарқатти. Он икки шагиртиму Униң билән биргә барди.


Уни тапқанда: — Һәммиси Сизни издишиватиду! — дейишти.


Пүтүн шәһәрдикиләр ишик алдиға топлашқан еди.


Йәһия пәйғәмбәр тутқун қилинғандин кейин, һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисиниң һәр қайси җайлириға берип:


Һәзрити Әйса уларға тәлим беришкә башлиди:


Бир күни һәзрити Әйса тәлим бериватқанда, Униң йенида пәри­сий­ләр вә Тәврат устазлири олтиратти. Улар Җәлилийә, Йәһу­дийә өлкилириниң һәр қайси йеза-қишлақлири вә Йеруса­лимдин кәлгән еди. Рәббимизниң күч-қудрити һәзрити Әйсаға яр болғачқа, кесәлләрни сақайтивататти.


Һәзрити Әйса кемидин чүшүп, нурғун халайиқни көрди. Қойчисиз қой падисиға охшайдиған бу инсанларға ич ағритти вә уларға көп нәрсиләрни үгитишкә башлиди.


Бир нәччә күндин кейин, һәзрити Әйса Кәпәрнаһумдики бурун турған өйгә йәнә кәлди. Униң кәлгәнлиги тоғрисидики хәвәр тарқилиш биләнла,


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite