11 — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп өйүңгә қайт! — дәп буйриди.
Ичи ағриған һәзрити Әйса қолини униңға тәккүзүп туруп: — Халаймән, пак болғин! — девиди,
Инсанға һаятлиқ Бәргүчи — Худаниң Роһидур. Бу иш инсанниң қолидин кәлмәйду. Силәргә ейтқан сөзлирим Худаниң Роһидин кәлгән болуп, у һаятлиқ тәғдим қилиду.
Амма һазир Инсан Оғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини испатлап берәй, — деди. Андин паләч кесәлгә:
Һелиқи адәм орнидин дәс туруп, орун-көрписини жиғиштурди вә һәммисиниң көз алдида өйдин чиқип кәтти. Һәйран қалған халайиқ Худани мәдһийилишип: — Бундақ ишни әзәлдин көрүп бақмиған едуқ, — дейишти.