1 Бир нәччә күндин кейин, һәзрити Әйса Кәпәрнаһумдики бурун турған өйгә йәнә кәлди. Униң кәлгәнлиги тоғрисидики хәвәр тарқилиш биләнла,
У һәзрити Әйсаниң Йәһудийәдин Җәлилийәгә кәлгәнлигини аңлап, Униң алдиға барди вә: — Өйүмгә берип, сәкратта ятқан оғлумни сақайтип бәрсиңиз! — дәп өтүнди.
Һәзрити Әйса у йәрдин чиқип Тир шәһириниң әтрапидики районларға барди. У йәрдә бир өйгә кирди. Әслидә У буни һеч кимниң билишини халимиған болсиму, лекин йошуралмиди.
Шу чағда бир қанчә киши зәмбилгә ятқузулған бир паләчни көтирип келип, уни өйниң ичидики һәзрити Әйсаниң алдиға әкиришкә тиришти,
Бирақ у адәм чиқип, бу ишни һәммә йәргә йейивәтти. Нәтиҗидә халайиқниң Өзиниң әтрапиға топлинивалмаслиғи үчүн, һәзрити Әйса һеч қандақ шәһәргә ашкарә баралмай, шәһәр сиртидики хали җайларда турушқа мәҗбур болди. Шундақтиму һәр йәрдин кәлгән хәлиқ Уни йәнила издәп турди.
Һәзрити Әйса кемигә чүшүп көлдин өтүп, Өзи турған шәһәр Кәпәрнаһумға қайтип кәлди.
Улар бу авазни аңлап, мәсиһийләр бар йәргә җәм болушти һәм өзлириниң тиллирида сөзлишиватқан мәсиһийләрни көрүп һаң қетип қелишти.
У жути Насирәдә турмай, Зәбулун вә Нафтали районидики Җәлилийә көлигә йеқин Кәпәрнаһум шәһиригә келип орунлашти.
у йәргә шунчилик көп адәм жиғилдики, һәтта ишик алдидиму пут қойғидәк йәр қалмиған еди. Һәзрити Әйса уларға Худаниң сөзини йәткүзүвататти.
Һәзрити Әйса өйгә қайтип кәлгәндин кейин, у йәргә йәнә шунчә нурғун халайиқ топландики, һәзрити Әйса билән шагиртлириниң ғизалинишқиму чолиси тәгмиди.
Һәзрити Әйса халайиқтин айрилип өйгә киргәндә, шагиртлири Униңдин бу тәмсилниң мәнасини сориди.
Һәзрити Әйса өйгә кирип, шагиртлири билән ялғуз қалғанда, улар Униңдин: — Биз немә үчүн җинни һайдалмидуқ? — дәп сорашти.
Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп: — Силәр чоқум Маңа «Әй тевип, авал өзәңни сақайт!» дегән тәмсилни әслитип, «Кәпәрнаһум шәһиридә яратқан мөҗүзилириңдин хәвәр таптуқ. Әнди Өз жутуңдиму бирәр карамәт көрсәтмәмсән?» демәкчи болуватисиләр.