Һәргиз ундақ әмәс! Һалбуки, Ибраһим, Исһақ, Яқуп қатарлиқ әҗдатлиримиз етиқат қилип кәлгән Худа Өзиниң Хизмәткари болған һәзрити Әйсаниң шан-шәривини намайән қилди. Силәр шу һәзрити Әйсани кеңәшмигә тутуп бәрдиңлар. Һаким Пилатус Уни қоюп бәрмәкчи болған болсиму, силәр Пилатусниң алдида Уни рәт қилип, «Өлтүрүш керәк!» дедиңлар.