Андин һәзрити Әйса уларға тәмсилләр билән сөзләшкә башлиди: — Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини қоршапту. Үзүм шаравини ишләш үчүн үзүмзарлиққа бир көлчәк қаздурупту вә бир күзәтхана яситипту. Кейин үзүмзарлиқни иҗаригә берип, өзи жирақ бир йәргә кетипту.