Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 12:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Андин һәзрити Әйса уларға тәмсилләр билән сөзләшкә башлиди: — Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини қоршапту. Үзүм шаравини ишләш үчүн үзүмзарлиққа бир көлчәк қаздурупту вә бир күзәтхана яситипту. Кейин үзүмзарлиқни иҗаригә берип, өзи жирақ бир йәргә кетипту.

Gade chapit la Kopi




Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 12:1
38 Referans Kwoze  

Бу сәпәргә чиқмақчи болған адәмниң әһвалиға охшайду. У йолға чиқидиған чағда чакарлириниң хизмәт даирисини бәлгүләп, уларниң һәр биригә бирдин вәзипә тапшуриду. Дәрвазидики күзәтчигиму һошияр болушни тапилайду.


Һәзрити Әйса уларға тәмсил билән нурғун һекмәтләрни үгәтти. У тәлимидә мундақ деди:


— Асманниң Падишалиғи сәпәргә чиқмақчи болған адәмгә охшайду. У чакарлирини чақирип байлиғини уларға тапшурупту.


У чөлләрдә әҗдатлиримизға башчилиқ қилған вақитларда Синай теғида Худаниң периштәси униңға йәнә көрүнүп, сөз қилди. Муса пәйғәмбәр һаятлиқ бәхш етидиған сөзләрни аңлап, уни әҗдатлиримизға вә улар арқилиқ бизгә йәткүзди.


Бирақ һәзрити Әйса уларға мун­дақ бир тәмсилни ейтип бәрди: — Бир ақсүйәк падишалиқ тәхтигә егә болуп келиш үчүн жирақ бир йәргә қарап йолға чиқипту.


Бир нәччә күндин кейин кичик оғли өзигә тәккән мал-мүлүкләрни жиғиштуруп, жирақ бир дөләткә берип, у йәрдә мал-дуниясини халиғиничә бузуп-чечип, әйш-ишрәтлик турмуш кәчүрүпту.


Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Худаниң Падишалиғиниң сирлири силәрниң билишиңларға берилди. Бирақ башқиларға кәлсәк, уларға тәмсилләр биләнла чүшәндүримән. Шуниң үчүн улар сөзүмни аңлисиму чүшәнмәйду. Бу әһвал Йәшая пәйғәмбәрниң дегинидәк болди: «Улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму чүшәнмәйду».


Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп: — Силәр бу ишқа қандақ қарайсиләр? Бир адәмниң икки оғли бар екән. У чоң оғлиға: «Оғлум, бүгүн үзүмзарлиққа берип ишлигин», дәпту.


— Қәйәрдә тәйярлишимизни халайсиз? — дәп сориди улар.


Һәзрити Әйса уларға тәмсил билән нурғун һекмәтләрни ейтип бәрди. У мундақ деди: — Бир дехан уруқ чачқили етизиға чиқипту.


— Йәнә бир тәмсил аңлаңлар: Бир йәр егиси бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини қоршапту. Үзүм шарави ишләш үчүн үзүмзарлиққа бир көлчәк қаздурупту вә бир күзәтхана яситипту. Кейин үзүмзарлиқни иҗаригә берип, өзи жирақ бир йәргә кетипту.


Үзүм үзүш вақти кәлгәндә өзигә тегишлик һосулни әкелиш үчүн, қуллирини иҗарикәшләрниң йениға әвәтипту.


Шуниң үчүн һәзрити Әйса Тәврат устазлирини йениға чақирип, уларға тәмсилләр билән мундақ деди: — Шәйтан шәйтанни қандақму қоғлисун?


Буниң билән улар һәзрити Әйсаға: — Билмәймиз, — дәп җавап беришти. — Ундақта, Мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливат­қанлиғимни ейтмаймән, — деди һәзрити Әйса уларға.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite