2 Һәзрити Әйсаниң йениға кәлгән бәзи пәрисийләр Уни қапқанға чүшириш мәхситидә: — Бир адәмниң аялини талақ қилиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.
Уларниң бундақ дейиштики ғәризи, һәзрити Әйсани алдам халтиға чүширип, Уни гунакар дәп әйипләшкә банә издәш еди. Бирақ һәзрити Әйса иңишип, қоли билән йәргә бир немиләрни язғили турди.
Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр Асманниң Падишалиғиниң ишигини инсанлар үчүн тақидиңлар! Йә өзәңлар киришни ойлимидиңлар, йә киришни истигәнләрниң киришигә йол қоймидиңлар. {
Биз уларниң бәзилиридәк мәхсәтлик һалда гуна қилип, Рәббимиз бизни җазаламду яки җазалимамду, дәп Уни синимайли. Шу чағда ундақ қилғанларни зәһәрлик иланлар чеқип өлтүргән еди.
Алий роһанийлар билән пәрисийләр һәзрити Әйсани тутуш үчүн Униң қәйәрдилигини билидиғанларниң өзлиригә мәлум қилишини буйруған еди.
Шуңа пәрисийләр вә алий роһанийлар йәһудийларниң алий кеңәшмисини жиғип: — Қандақ қилғулуқ? Бу Адәмниң яратқан нурғун мөҗүзилиригә қарап беқиңлар.
Ақсақаллардин яки пәрисийләрдин Униңға ишәнгәнләр барму немә?
Пәрисийләр хәлиқ ичидә һәзрити Әйса һәққидики ейтилип жүргән гәп-сөзләрни аңлап, алий роһанийлар билән мәслиһәтлишип, һәзрити Әйсани тутуш үчүн ибадәтхана қаравуллирини әвәтти.
Бу сөзләрни аңлиған пулға амрақ пәрисийләр һәзрити Әйсани мәсқирә қилишти.
Һәзрити Әйса униңға: — Силәр пәрисийләр тешила пакиз жуюлған чинә-қачиларға охшайсиләр. Қоллириңларни яхши жуйисиләр, бирақ ичиңлар ачкөзлүк вә яманлиқ билән толған.
Лекин пәрисийләр вә Тәврат устазлири Йәһия пәйғәмбәрниң чөмүлдүрүшини қобул қилмай, Худаниң өзлиригә болған мәхситини қайрип қойған еди.
Һәзрити Әйсаниң үстидин әризә қилиш үчүн банә издәп жүргән Тәврат устазлири билән пәрисийләр Униң дәм елиш күниму кесәл сақайтидиған яки сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрүшәтти.
Кейин бәзи пәрисийләр вә уларниң диний еқимидики бәзи Тәврат устазлири рәнҗигән һалда һәзрити Әйсаниң шагиртлириға: — Силәрниң баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда олтарғиниңлар қандақ гәп?! — дейишти.
Һәзрити Әйса уларни агаһландуруп: — Һошияр болуңлар, пәрисийләр билән Һирод ханниң ечитқусидин еһтият қилиңлар, — деди.
Пәрисийләр келип һәзрити Әйса билән муназирилишишкә башлиди. Улар һәзрити Әйсаниң Худа тәрипидин әвәтилгәнлигини синап беқиш мәхситидә, Униңдин бир карамәт көрситишни тәләп қилишти.
Уларниң арисидики бир Тәврат устази һәзрити Әйсани синаш мәхситидә Униңдин:
Һәзрити Әйсаниң йениға кәлгән бәзи пәрисийләр Униңға қапқан қуруш мәхситидә Униңдин: — Бир адәмниң һәр қандақ бир сәвәп билән аялини талақ қилиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.
Пәрисийләр билән садуқий диний еқимидикиләр һәзрити Әйсаниң йениға келип, Униң Худа тәрипидин әвәтилгәнлигини синап беқиш мәхситидә, Униңдин бир карамәт көрситишни тәләп қилишти.
Кейин шагиртлири Униң алдиға келип: — Сизниң сөзлириңиз пәрисийләрниң чишиға тәккәнлигини билдиңизму, — деди.
Лекин пәрисийләр: — У җинларни уларниң башлиғиға тайинип һайдайдикән, — дейишти.
Һәзрити Әйса у йәрдин кетип, Йәһудийә өлкисини бесип өтүп, Иордан дәриясиниң у қетидики районларға барди. Униң әтрапиға йәнә топ-топ адәм жиғилған еди. У көпчиликкә һәр қетимқидәк тәлим беришкә башлиди.
— Муса пәйғәмбәр силәргә немә дәп буйруған? — деди һәзрити Әйса.