11 Һәзрити Әйса уларға: — Аялини талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши нека садиқлиғини бузған болиду.
Билип қоюңларки, аялини җинсий әхлақсизлиқтин башқа бирәр сәвәп билән талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши нека садиқлиғини бузған болиду.
Шуниң үчүн аял ери һаят вақтида башқа бир әр билән биргә болса, нека садиқлиғини бузған аял, дәп қарилиду. Лекин ери өлүп кәтсә, аял нека қанунидин әркин болиду. У чағда башқа бир әргә тәгсә, нека садиқлиғини бузған болмайду.
Һәзрити Әйса йәнә: — Аялини талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши нека садиқлиғини бузған болиду. Талақ қилинған аялни әмригә елишму нека садиқлиғини бузғанлиқ болиду, — деди.
Аялниң тени пәқәт өзигила әмәс, еригиму тәәллуқтур. Шуниңға охшашла, әрниң тениму өзигила әмәс, аялиғиму тәәллуқтур.
Һәммә адәм некани һөрмәт қилсун. Әр-хотун бир-биригә садиқ болсун. Чүнки Худа некасиз җинсий мунасивәттә болғанлар вә җорисиға садиқ болмиғанлардин һесап алиду.
Улар өйгә киргәндин кейин, шагиртлири бу һәқтә һәзрити Әйсадин йәнә сориди.