Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 10:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Һәзрити Әйса у йәрдин кетип, Йәһудийә өлкисини бесип өтүп, Иордан дәриясиниң у қетидики районларға барди. Униң әтрапиға йәнә топ-топ адәм жиғилған еди. У көпчиликкә һәр қетимқидәк тәлим беришкә башлиди.

Gade chapit la Kopi




Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 10:1
17 Referans Kwoze  

Андин Иордан дәриясиниң у қетиға, йәни бурун Йәһия пәйғәмбәр адәмләрни чөмүлдүргән йәргә кетип, у йәрдә турди.


Һәзрити Әйса уларға тәмсил билән нурғун һекмәтләрни үгәтти. У тәлимидә мундақ деди:


Андин кейин шагиртлириға: — Йәһудийәгә қайта барайли, — деди.


Һәзрити Әйса кемидин чүшүп, нурғун халайиқни көрди. Қойчисиз қой падисиға охшайдиған бу инсанларға ич ағритти вә уларға көп нәрсиләрни үгитишкә башлиди.


Һәзрити Әйса Җәлилийәниң һәммә йерини айлинип чиқип, ибадәтханиларда тәлим берип, Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ Хуш Хәвәр тарқатти, һәр хил ағриқ-силақларни сақайтти.


Һәзрити Әйса униңға мундақ җавап бәрди: — Мән сөзлиримни һәммә адәмләргә ашкарә сөзлидим. Йәһудийлар жиғилидиған йәрлик ибадәтханиларда вә мәркизий ибадәтханида дайим тәлим бәрдим. Һеч қандақ мәхпий сөз қилмидим.


У бу кишиләрниң Өзигә ишәнмигәнлигидин һәйран қалди. Кейин һәзрити Әйса әтраптики йеза-кәнтләрни айлинип тәлим беривататти.


Һәзрити Әйса йәнә көл бойиға қарап маңди. Нурғун кишиләр Униң әтрапиға топлишивалди. Һәзрити Әйса уларға тәлим бәрди.


Андин һәзрити Әйса у адәмләргә қарап мундақ деди: — Силәр қилич-тоқмақларни көтирип Мени тутқили кәпсиләр, Мени қарақчи көрүватамсиләр? Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлилирида олтирип тәлим берәттим. У чағда тутмидиңлар.


Улар Кәпәрнаһум шәһиригә кирди. Дәм елиш күни һәзрити Әйса ибадәтханиға кирип, тәлим беришкә башлиди.


Дәм елиш күни һәзрити Әйса ибадәтханида тәлим беришкә башлиди. Униң сөзлирини аңлиған җамаәт һәйран болушуп: — Бу Адәм буларни нәдин үгәнгәнду? Униңға мунчивала әқил-парасәтни ким бәргәнду? Бу мөҗүзиләрни қандақ яритидиғанду?


Һәзрити Әйсаниң йениға кәлгән бәзи пәрисийләр Уни қапқанға чүшириш мәхситидә: — Бир адәмниң аялини талақ қилиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.


Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилирида тәлим бери­ветип, мундақ соални оттуриға қойди: — Тәврат устазлири Қутқазғучи-Мәсиһни падиша Давутниң Әвла­ди, дәп турувалса қандақ болиду?


Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлилирида силәр билән биллә болуп тәлим берәттим. У чағда тутмидиңлар. Бу ишларниң йүз бериши Муқәддәс Язмиларда алдин-ала ейтилғанларниң әмәлгә ашурулуши болди, — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite