Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 1:21 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

21 Улар Кәпәрнаһум шәһиригә кирди. Дәм елиш күни һәзрити Әйса ибадәтханиға кирип, тәлим беришкә башлиди.

Gade chapit la Kopi




Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 1:21
18 Referans Kwoze  

Дәм елиш күни һәзрити Әйса ибадәтханида тәлим беришкә башлиди. Униң сөзлирини аңлиған җамаәт һәйран болушуп: — Бу Адәм буларни нәдин үгәнгәнду? Униңға мунчивала әқил-парасәтни ким бәргәнду? Бу мөҗүзиләрни қандақ яритидиғанду?


Шундақ қилип, һәзрити Әйса Җәлилийә өлкиси­ниң һәммә йеригә берип, ибадәтханиларда тәлим бәрди һәм киши­ләрниң тенидики җинларни һайдиди.


Һәзрити Әйса Җәлилийәниң һәммә йерини айлинип чиқип, ибадәтханиларда тәлим берип, Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ Хуш Хәвәр тарқатти, һәр хил ағриқ-силақларни сақайтти.


Павлус адити бойичә ибадәтханиға кирип, уда үч дәм елиш күни у йәрдә җәм болған кишиләр билән Муқәддәс Язмиларни асас қилған һалда муназирилишип, уларға Қутқазғучи-Мәсиһниң Худаниң ирадиси билән өлтүрүлүп, андин өлүмдин тирилдүрүлгәнлигини ениқ чүшәндүрүп бәрди. — Мән силәргә җакалиған һәзрити Әйса дәл Қутқазғучи-Мәсиһниң Өзи! — деди у.


Йәһудийларниң һәр бир дәм елиш күнидә Павлус ибадәтханиға берип, йәһудийлар вә греклар билән сөзлишип, уларни өз тәлими­ниң раст екәнлигигә қайил қилишқа тиришатти.


У жути Насирәдә турмай, Зәбулун вә Нафтали районидики Җәлилийә көлигә йеқин Кәпәрнаһум шәһиригә келип орунлашти.


Бир дәм елиш күни һәзрити Әйса бир ибадәтханида кишиләргә тәлим беривататти.


Әй кәпәрнаһум­луқлар! Асманға чиқмақчимидиңлар? Әксичә дозаққа ташлинисиләр!


У Өз жути Насирә шәһиригә келип, дәм елиш күни адәттикидәк ибадәт­ханиға барди. У өрә туруп Муқәддәс Язмиларни оқумақчи бол­ғанда,


Һәзрити Әйса у йәрдин кетип, Йәһудийә өлкисини бесип өтүп, Иордан дәриясиниң у қетидики районларға барди. Униң әтрапиға йәнә топ-топ адәм жиғилған еди. У көпчиликкә һәр қетимқидәк тәлим беришкә башлиди.


Бир нәччә күндин кейин, һәзрити Әйса Кәпәрнаһумдики бурун турған өйгә йәнә кәлди. Униң кәлгәнлиги тоғрисидики хәвәр тарқилиш биләнла,


Һәзрити Әйса дәрһал уларни шагиртлиққа чақирди. Улар атиси Зәбәдийни ялланған ишчилар билән биллә кемидә қалдуруп, өзлири һәзрити Әйса билән маңди.


Һәзрити Әйса ибадәтханидин чиқипла, Симун вә Әндәр билән биллә уларниң өйигә барди. Яқуп вә Юһаннаму улар билән биргә барди.


Пүтүн шәһәрдикиләр ишик алдиға топлашқан еди.


Һәзрити Әйса йәнә ибадәтханиға кирди. Ибадәтханида бир қоли қуруп кәткән бир адәм бар еди.


Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп: — Силәр чоқум Маңа «Әй тевип, авал өзәңни сақайт!» дегән тәм­силни әслитип, «Кәпәрнаһум шәһиридә яратқан мөҗүзилириңдин хәвәр таптуқ. Әнди Өз жутуңдиму бирәр карамәт көрсәтмәмсән?» демәкчи болуватисиләр.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite