Һәзрити Әйса он икки шагиртини бир янға тартип уларға: — Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Пәйғәмбәрләрниң Инсан Оғли тоғрилиқ язғанлириниң һәммиси шу йәрдә әмәлгә ашурулиду.
Көзүмиз ишәнчимизниң асасчиси вә мукәммәлләштүргүчиси болған Әйса Мәсиһтә болсун. У Өзини күткән хошаллиқ үчүн, чапрас яғачтики азапқа бәрдашлиқ бәрди һәм бундақ һақарәтлик өлтүрүлүшкә писәң қилмиди. Шуниңдин бу ян У Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтармақта.
Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилип болуп, уларниң көз алдидила асманға көтирилди. Бир парчә булутниң оравелиши билән, У көпчиликниң нәзәридин ғайип болди.
Мән әнди айрилиш алдида туримән. Уларни бу дунияда қалдуруп, Сениң йениңға кетиватимән. Әй муқәддәс Ата, уларниң Саңа болған садиқлиғини сақлиғин. Биз Иккимиз бир болғандәк, уларму бир болсун.