Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Әгәр бирәр йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса, у йәрдин кәткиниңларда уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар, — деди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:5
13 Referans Kwoze  

Лекин улар униңға қарши чиқти вә уни һақарәтлиди. Буниң билән Павлус пешини қеқип, уларға: — Әгәр силәр қутқузулмисаңлар, мән җавапкәр әмәс, өзәңлар җавапкәр. Бүгүндин башлап мән Хуш Хәвәрни силәргә әмәс, йәһудий әмәсләргә йәткүзимән, — деди.


Шуңа Павлус билән Барнаба һелиқи йәһудийларни әйипләш үчүн аяқлиридики топини қеқиве­тип, Коня шәһиригә кетип қалди.


Әгәр бирәр йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса вә сөзүңларни аңлимиса, у йәрдин қайтишиңларда, уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар! — деди.


Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә: — Кимду-ким силәрниң сөзүңларға кирсә, Мениң сөзүмгә киргән болиду. Кимду-ким силәрни рәт қилса, Мениму рәт қилған болиду. Мени рәт қилғанлар Мени Әвәткүчиниму рәт қилған болиду, — деди.


шагиртларға: — Ким Мени дәп, бундақ кичик балини қобул қилса, Мени қобул қилған болиду. Мени қарши алса, Мени Әвәткүчини қарши алған болиду. Араңларда өзини әң төвән тутқини Худаниң нәзәридә әң улуқ болиду, — деди.


— Ким Мени дәп, бундақ кичик балини қобул қилса, у Мениму қобул қилған болиду. Ким Мени қобул қилса, у Мени әмәс, бәлки Мени Әвәткүчиниму қобул қилған болиду.


Һәзрити Әйса униңға: — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма. Лекин удул мәркизий ибадәт­ханиға берип, роһанийға өзәңниң сақайғанлиғиңни көрсәт. Андин буни башқиларға испатлаш үчүн, Муса пәйғәмбәрниң әмри бойичә мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурванлиғини қил, — дәп тапилиди.


Силәр Маңа ишәнгән­лигиңлар үчүн, һаким вә падишалар алдиға елип берилип сораққа тартилисиләр. Буниң билән уларниң вә йәһудий әмәсләрниң алдида Мениң гувачилирим болисиләр.


Бир жутқа барғиниңларда, қайси өйдә қарши елинсаңлар, у йәрдин кәткичә шу өйдила туруңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite