Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:44 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

44 — Аңлап қоюңлар, бирсиниң сатқунлуғи билән, Инсан Оғли башқиларниң қолиға тапшуруп берилиду, — деди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:44
26 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса Худаниң алдин-ала билиши вә плани бойичә силәргә тапшурулди. Силәр Уни Худайимизға ишән­ми­гән яман адәмләргә тутуп берип, чапрас яғачқа миқлитип өлтүргүздүң­лар.


— чүнки Инсан Оғли нурғун азап-оқубәт тартиши керәк. Ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири Уни рәт қилип өлтүргүзиду. Лекин Уни өлтүрсиму, У үчинчи күни тирилиду.


Шуңа һәқиқәттин жирақлишип кәтмәслигимиз үчүн, аңлиған һәқиқәттә техиму чиң турушимиз керәк.


Мәрийәм болса, бу ишларниң һәммисини өз көңлидә сақлап, чоңқур ойлиди.


— Сизгә бу һоқуқ асмандин берилмигән болса, Маңа нисбәтән һеч қандақ һоқуқуңиз болмиған болатти. Шуниң үчүн Мени сизгә тапшуруп бәргән адәмниң гунайи техиму еғирдур, — деди һәзрити Әйса.


Шуниң үчүн ейтимәнки, улар силәргә зиянкәшлик қилғанда, Мениң агаһландурғанлиғимни есиңларға кәлтүрүңлар. — Мән дәсләптә буларни силәргә ейтмидим, чүнки силәр билән биллә едим.


Андин уларға мундақ деди: — Бу ишларниң һәммисини Мән илгири силәр билән биллә болған вақтимда ейтқан едим. Мән: «Муса хатирилигән Тәврат, башқа Пәйғәмбәрләрниң Язмилири вә Зәбурда баян қилинған Маңа даир ишларниң һәммиси чоқум әмәлгә ашурулиду», дегән әмәсму?


Һәзрити Әйса он икки шагиртини бир янға тартип уларға: — Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Пәйғәмбәрләрниң Инсан Оғли тоғрилиқ язғанлириниң һәммиси шу йәрдә әмәлгә ашурулиду.


Һәзрити Әйса улар билән Насирә шәһиригә қайтти. У һәр қандақ ишта ата-анисиниң гепигә кирәтти. Аниси йүз бәргән бу ишларниң һәммисини көңлидә чиң сақлиди.


Бу иштин хәвәр тапқучилар: «Бу бала кәлгүсидә қандақ адәм болар?» дәп ойлашти, чүнки Худаниң күч-қудрити униңға яр еди.


Чүнки У шагиртлириға тәлим бериватқан болуп, Өзи һәққидә: — Инсан Оғли башқиларниң қолиға тапшурулуп өлтүрүлиду. Лекин өлтүрүлүп үч күндин кейин тирилиду, — дегән еди.


Андин һәзрити Әйса Инсан Оғлиниң нурғун азап-оқубәт тар­тиши, ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири тәрипидин рәт қилиниши, өлтүрүлүши вә үч күндин кейин тирилдүрүлүши керәклигини шагиртлириға уқтурушқа башлиди.


икки күндин кейин болидиған «Өтүп кетиш» һейтида Инсан Оғли чапрас яғачқа миқлиниш үчүн тутуп берилиду, — деди.


Шуниңдин кейин һәзрити Әйса Өзиниң Йерусалимға кетиши, ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири тәрипидин көп азап-оқубәт тартиши, өлтүрүлүши вә үчинчи күни тирилдүрүлүши керәклигини шагиртлириға уқтурушқа башлиди.


Һәзрити Әйса уларға: — Һазир ишәндиңлар, шундақму?


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite